бу йил тәбий апәтләрниң 51.6 милйон адәмгә зийан йәткүзгәнлики илгири сүрүлди

бу йил тәбиий апәт дунйа миқйасида кәм дегәндә 51 милйон 600 миң кишигә тәсир көрсәтти.

1496776
бу йил тәбий апәтләрниң 51.6 милйон адәмгә зийан йәткүзгәнлики илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара қизил һилал ай вә қизил кирест җәмийәтлири бирләшмиси, килимат өзгириши кәлтүрүп чиқарған кәлкүн, қурғақчилиқ, боран вә дала от апәтлиригә охшаш апәтләрниң бу йил дунйа миқйасида кәм дегәндә 51 милйон 600 миң кишигә тәсир көрсәткәнликини уқтурди.

хәлқара қизил һилал ай вә қизил кирест җәмийәтлири бирләшмиси рәиси фирансиско рокка мухбирларни күтүвелиш йиғинида, килимат өзгириши кәлтүрүп чиқарған апәтниң тәсирлиригә мунасивәтлик йеңи анализлирини оттуриға қойди.

ковид – 19 йуқуминиңму килимат кәлтүрүп чиқарған апәтләрниң сәлбий тәсирини ашурувәткәнликини тилға алған рокка, 2020 - йилиниң бешидин һазирғичә болған җәрйанда йүз бәргән 132 пәвқуладдә һаварайи вәқәсиниң 92 иниң ковид  - 19 йуқуми мәзгилидә көрүлгәнликини әскәртти.

фирансиско рокка, йуқумниң, апәтниң тәсиригә учриған хәлқләргә йардәм беришни қийинлаштурувәткәнликини ипадиләп, дунйа миқйасида кәм дегәндә 51 милйон 600 миң кишиниң килиматқа мунасивәтлик апәтләр вә йуқумниң сәлбий тәсиригә учриғанлиқини ейтти.

2 милйон 300 миң кишиниң болса, дала от апитиниң тәсиригә учриғанлиқини байан қилған рокка, 437 милйон 100 миң кишиниң дәриҗидин ташқири иссиқ һаварайиниң тәсиригә учриғанлиқини көрсәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر