беларусийәдә намайишлар давамлашмақта

беларусийәдә пирезидентлиқ сайлиминиң нәтиҗисигә наразилиқ билдүрүлүп өткүзүлүватқан намайишлар давамлашмақта.

1494360
беларусийәдә намайишлар давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: твиттерда, пайтәхт минскта пирезидентлиқ сарийи билән алий сотни қоршавға елиш вә мәмликәт миқйасида намайиш қилиш чақириқи елан қилинди.

беларусийә пайтәхти минскта (20-сентәбир) бихәтәрлик тармақлири пирезидентлиқ сарийи җайлашқан район вә шәһәр мәркизидә өткүзүлгән рухсәтсиз намайишлар сәвәбидин қаттиқ тәдбирләр елинди. шәһәрдики стелла мәйданиға қарап йүрүмәкчи болған бәзи намайишчилар тутулди.

өткәнки һәптиләргә селиштурғанда аз киши қатнашқан намайишларда, твиттерда чақириқ елан қилинған болсиму, намайишчилар пирезидентлиқ сарийиға қарап йүрүмиди.

намайишчилар шәһәр мәркизидики бәзи кочиларда беларусийә 1995-йилидин бурун ишлаткән қизил-ақ-қизил байрақни көтүрүп, шоар товлиди, арқидин өзликидин тарқалди.

беларусийәдә 2020-йили 9-сентәбир өткүзүлгән сайламда, һазирқи пирезидент лукашенкониң ғәлибә қилғанлиқиниң елан қилиниши билән, сайламларда сахтипәзлик қилинғанлиқи илгири сүрүлүп, намайишлар партлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر