америка хитайниң «TikTok»  әпини чәкләш бәлгилимисини бир һәптә кечиктүридиған болди

америка сода министирлиқи дөләт бихәтәрликини қоғдашни асас қилип  хитайниң «ByteDance» ширкитигә тәвә «TikTok»  алақә суписини чүшүрүп қачилашни чәкләш бәлгилимисиниң бир һәптә кечиктүрүлидиғанлиқини елан қилди.

1493932
америка хитайниң «TikTok»  әпини чәкләш бәлгилимисини бир һәптә кечиктүридиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трампниң хитайға тәвә иҗтимаий алақә суписи «TikTok» ниң америкидики шөбисини «Oracle-Walmart» ширкити билән һәмкарлишип сетивелиш бәлгилимиси һәққидә келишимгә имза қойуш мумкинчилики барлиқини елан қилғандин кейин, сода министирлиқи «TikTok» ни чәкләшкә даир байанат елан қилди.

көрүлгән иҗабий илгириләшләргә асасән вә тирампниң йетәкчиликидә, америка сода министири вилбур росниң 20 - сентәбирдин башлап йолға қойулмақчи болған «TikTok» ни чәкләш уқтурушиниң 27 - сентәбиргә кечиктүрилидиғанлиқи хәвәр қилинди.

америка сода министирлиқи 18 -  синтәбирдә, дөләт бихәтәрликини қоғдашни асас қилип, хитайға тәвә иҗтимаий таратқу әплиридин «TikTok» вә «WeChat» ни 20 - сентәбирдин етибарән чүшүрүп қачилаш чәклинидиғанлиқини елан қилған иди.

министирлиқниң байанатида, бу әпләрниң көчмә қоллинишчан дуканлар арқилиқ пул йөткәш вә пул төләш мулазимитигә рухсәт қилинмайдиғанлиқи уқтурулған иди.

байанатта, 12 - нойабирғичә дөләт бихәтәрликигә болған әндишә һәл қилинған тәқдирдә, трампниң бу чәклимиләрни бикар қилалайдиғанлиқи билдүрүлгән иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر