аптобус вә аптомобил чоңлуқидики икки метеорит дунйаға йеқин йәрдин өтти

икки метеорит, бири аптобус, йәнә бири аптомобил чоңлуқидики икки метеорит теши йәршариға йеқин йәрдин өтти.

1492259
аптобус вә аптомобил чоңлуқидики икки метеорит дунйаға йеқин йәрдин өтти

түркийә авази радийоси хәвири: америка авийатсийә вә аләм қатниши идариси – насаниң реактип иттириш тәҗрибиханиси қармиқидики йәршариға йеқин асман  җисимлири тәтқиқат мәркизиниң билдүрүшичә, «2020 RF3» вә «2020 RD4» дәп аталған икки метеорит теши алдинқи күни кечә икки саәт арилиқ билән йәршариға йеқин йәрдин өткән.

метеоритларниң аптобус чоңлуқидики биринчиси йәр шариға 94 миң километир, аптомобил чоңлуқидики йәнә бири болса, 106 миң километир йеқинлашқан.

һәр йили зор марс билән йупитер оттурисидики асаслиқ истероид бәлбеғи вә нептунниң сиртидики куйпер бәлбеғидин аҗриған нурғун кичик сәййариләр қуйаш системисиниң ички қисмиға ташлиниду, уларниң бәзилири йәр шари орбитисиға киридиған әһвалларму болиду.


خەتكۈچ: #метеорит

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر