бозқир б д т дики хизмитини башлиди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати 75- нөвәтлик омумий кеңиши рәиси волқан бозқир вәзипә өтәшни башлиди.

1491537
бозқир б д т дики хизмитини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: волқан бозқир, б д т баш иштабида өткүзүлгән мурасимда 74 – нөвәтлик омумий кеңәшниң башлиқи тиҗҗани муһәммәд бандтин вәзипә өткүзүвалди.

бозқир, б д т омумий кеңишидә қилған сөзидә, ковид – 19 йуқуминиң б д т 75- нөвәтлик омумий кеңишиниң пиланлирини өзгәртивәткәнликини билдүрүп, «бүгүн маскилиримиз бизгә биз дуч келиватқан интайин еғир бир тәһдитни, биз йоқитип қойған һайатларни, йеңишимиз керәк болған мәсилиләрни вә һәммимизниң бир парахотта икәнликимизни хатириләтмәктә» деди.

тарқилишчан зукамниң көп тәрәплик системини тәнқид қилғучиларниң бир тәрәплимә қәдәмлирини қанунлаштуруш, хәлқара системини аҗизлаштуруш үчүн суйиистемал қилинғанлиқини әскәрткән бозқир, бу мәзгилдә хәлқара система вә тәшкилатларниң шүбһә пәйда қилғанлиқини, бу тәнқидләрниң тайанчиниң барлиқини, бирақ хата йәкүнләрниң чиқирилғанлиқини тилға елип өтти.

дунйави киризис болған тарқилишчан зукамға қарши һәмкарлиқни вә хәлқаралиқ органларға болған ишәнчни күчәйтишниң муһимлиқи һәққидә тохталған бозқир, «һечқандақ дөләт йалғуз һаләттә бу тарқилишчан зукамни йеңәлмәйду. иҗтимаий арилиқни сақлаш хәлқара сәһнидә йардәмчи болмайду. бир тәрәплимә қәдәмләр пәқәт йуқумни күчәйтиду вә бизни ортақ нишанимиздин йирақлаштуриду. бу хил киризис пәйтлиридә, б д т ни мәркәз қилған көп тәрәплик һәмкарлиқ вә хәлқара органларға болған ишәнчни күчәйтиш һәммимизниң ортақ мәсулийити » дегәнләрни қәйт қилди.

ийун ейида омумий кеңәштә 18 дөләтниң қоллишиға еришип түркийәдин б д т омумий кеңиши башлиқлиқиға сайланған тунҗи киши болған волқан бозқир, 2021 – йили сентәбир ейиғичә бу вәзипини давамлаштуриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر