мусулман қериндашлар тәшкилати рәһбәрлиридин муһәммәд бәди муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди

мисирда, мусулман қериндашлар тәшкилати рәһбәрлик кеңиши башлиқи муһәммәд бәди 2013 - йилдики зораванлиқ вәқәлиригә мунасивәтлик сотта муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди.

1489562
мусулман қериндашлар тәшкилати рәһбәрлиридин муһәммәд бәди муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: мисир рәсмий хәвәр агентлиқи «MENA» ниң хәвәр қилишичә, порт сәид җинайи ишлар сот мәһкимиси мусулман қериндашлар тәшкилати рәһбәрлик кеңиши башлиқи муһәммәд бәдийдин башқа йәнә, мусулман қериндашлар тәшкилати рәһбәрлиридин 11 кишини, төвини 25 йил, йуқириси муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилған.

хәвәрдә, мәзкур делода сотланған башқа җавабкарлардин 59 кишиниң 3 йиллиқ еғир муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи, 3 кишиниң 6 айлиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи вә қаза қилған йәнә бир җавабкарниң делосиниң әмәлдин қалдурулғанлиқи билдүрүлди.

мисир рәсмий хәвәр агентлиқи «MENA» ниң хәвиридә, муһәммәд бәдидин башқиларниң исимлири тилға елинмиди. йәрлик мәтбуатларда болса, җазаланған арисида мусулман қериндашлар тәшкилати рәһбәрлиридин муһәммәд балтаҗиниңму барлиқи һәққидики мәлуматларға орун аҗратти

баш тәптиш мәһкимиси җавабкарларни 2013 - йили авғустта порт сәидта йүз бәргән зораванлиқ вәқәлирини күшкүрткән, дәп әйиблигән иди.

берилгән мәзкур җаза һәққидә йуқири сотқа әрз қилиш йолиниң  очуқ икәнлики уқтурулди.

мусулман қериндашлар тәшкилати муһәммәд бәдигә қаритилған 7 делода ахирқи һөкүмниң 15 – ийулда чиқирилғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر