лукашенко: белорусийә йимирилсә, русийәму йимирилиду

белорусийә пирезиденти александер лукашенко, дөлитидә пирезидентлиқ сайлимидин кейин йүз бәргән намайишларниң бир иҗтимаий таратқу суписидин пайдилинип тәшкилләнгәнликини билдүрүп, «әгәр бүгүн белорусийә йимирилсә, русийәму йимирилиду» деди.

1487501
лукашенко: белорусийә йимирилсә, русийәму йимирилиду

түркийә авази радийоси хәвири: лукашенко русийәниң бир қисим ахбарат вәкиллириниң зийаритини қобул қилғанда, намайишлар сәвәбидин белорусийәдә пәйда болған сийасий вәзийәт һәққидә тохталди.

сайлам нәтиҗисигә қарши намайишниң бир иҗтимаий таратқу суписидин пайдилинип тәшкилләнгәнликини билдүргән лукашенко, бу усулға русийәниңму тақабил туралмайдиғанлиқини ейтти.

у, өзиниң бу мәсилә тоғрисида нурғун дөләт башлиқлири билән көрүшкәнликини вә русийә пирезиденти виладимир путинниму бу усулға қарши туралмайдиғанлиқи тоғрисида агаһландурғанлиқини билдүрүп, «(иҗтимаий алақә суписи) телеграмма қаналлириға қандақ қарши туралайсиз? сизниң бу қаналларни тосуш иқтидариңиз барму? һечким бу қаналларни тосийалмайду, һәтта бу торни қурған кишиму (қарши туралмайду)» дегәнләрни қәйт қилди.

телеграмма суписидики бәзи қаналларниң намайишларни тәшкилләштә башламчилиқ ролини ойниғанлиқини, бу усулни америка қошма штатлириниң ойлап чиққанлиқини вә һазир белорусийәдә йолға қойуш арқилиқ мувәппәқийәт қазанғанлиқини билдүргән лукашенко, интернетни кесишниң пайдисиниң йоқлуқини, полшадин башқурулидиған бу қаналларни һәрқанчә қилипму тақиғили болмайдиғанлиқини билдүрди.

русийәниң йеқин кәлгүсидә тойуқсизла йәнә бир қисим сийасий вәқәләрни баштин кәчүрүдиғанлиқини илгири сүргән лукашенко,

«биз русийә органлири вә һөкүмити билән қандақ йәкүнни чиқардуқ биләмсиләр? әгәр бүгүн белорусийә йимирилсә, ундақта русийәму йимирилиду» деди.

һазирқи пирезидент александер лукашенко 9 - авғуст белорусийәдә өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлимида ғәлибә қилғандин кейин, «сайламға һийлә арилаштурулғанлиқи» илгири сүрүлүп намайишлар башлинип кәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر