ливанда қораллиқ тоқунуш йүз бәрди

ливанниң пайтәхти бейрутта қораллиқ тоқунуш йүз берип, бир киши қаза қилди, икки адәм йариланди.

1486863
ливанда қораллиқ тоқунуш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: ливан армийәси, бейрутниң тариқ әлҗәдийдә районида түнүгүн кәчтә йашлар арисида қораллиқ тоқунуш бәргәнликини уқтурди.

милтиқ вә гиранамийотлар ишлитилгән тоқунушта бир кишиниң җенидин айрилғанлиқи, икки кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлгән байанатта, вәқәни пәйда қилғучиларниң назарәт астиға елиниши вә районниң бихәтәрликини капаләткә игә қилиш үчүн һәрбий қисимларниң тегишлик тәдбирләрни йолға қойғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر