һафтәр уруш тохтитиш келишимигә төтинчи қетим хилаплиқ қилди

ливийә армийиси, исйанчи әскәр һафтәргә қарашлиқ хәлқ әскәрлириниң сиртәдә елан қилинған уруш тохтитиш келишимигә төтинчи қетим хилаплиқ қилғанлиқини уқтурди.

1486867
һафтәр уруш тохтитиш келишимигә төтинчи қетим хилаплиқ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ливийә армийиси байанатчиси муһәммәд қунуну тивиттер арқилиқ байанат берип, «қәһриман армийәмиз риайә қиливатқан уруш тохтитиш келишимигә - алдин мөлчәрләнгинидәк - һафтәр күчлири тәрипидин төтинчи қетим хилаплиқ қилинди» дейилди.

қунуну террорчи һафтәр күчлириниң сиртәниң ғәрбидики қисимларға башқурулидиған бомбиларни ишлитип һуҗум қилғанлиқини қәйт қилди.

«бизниң қисимлиримиз толуқ сәпәрвәрлик һалитидә турмақта» дегән қунуну, ливийә баш министири файиз сәрраҗниң мувапиқ дәп қаралған пәйттә қайтурма зәбә бериш тоғрисида йолйоруқ чүшүрүшини күтүватқанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر