белгийәдә бир шәһәрлик һөкүмәт башлиқиниң «йүрики» тепилди

белгийәниң вервиер шәһиридики бир фонтанни әслигә кәлтүрүш хизмәтлири җәрйанида районниң тунҗи шәһәрлик һөкүмәт башлиқиниң «йүрики» тепилди.

1484713
белгийәдә бир шәһәрлик һөкүмәт башлиқиниң «йүрики» тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: 1839- йили вапат болған шәһәр башлиқи пйер давидниң бир сандуқ ичидики шешигә қойулған  йүрики , 20 - авғуст ишчилар тәрипидин тепилғандин кейин шәһәрдики гүзәл - сәнәт музейиға қойулди.

қутиниң үстигә «пиер давидниң йүрики 1883- йили 6- айниң 25- күни бу абидигә қойулди» дәп йезилған болуп, шәһәрниң от өчүрүш әтритини қурған киши дегән нам билән тонулидиған пиер давид, 68 йешида йиқилип чүшүп қаза қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر