қарадағи: «пәйғәмбиримизгә һақарәт қилғанлар әхлақсиз вә шәрәпсизләрдур»

дунйа мусулман өлималар бирлики баш катипи әли муһиддин әл қарадағи фирансийәниң йумур журнили «чарли һебдо» ниң ислам пәйғәмбири муһәммәд әләйһиссаламни тема қилған һақарәтлик һәҗвий рәсимләрни қайта нәшр қилғанлиқиға наразилиқ билдүрди.

1484265
қарадағи: «пәйғәмбиримизгә һақарәт қилғанлар әхлақсиз вә шәрәпсизләрдур»

түркийә авази радийоси хәвири: қарадағи фесбук һесабида елан қилған байанатида, «биз җаһаләткә җаһаләт билән җаваб қайтурмаймиз. бу журналму вә униң башқурғучилириму пәйғәмбиримизниң тапиниға қунған топа-чаңчилиқ қиммәткә еришәлмәйду» деди.

қарадағи мусулманларниң йаманлиқниң әмәс, пикирләрниң қоғдиғучилири икәнликини тәкитләп, «биз барлиқ муқәддисатларға чиқилишқа болмайдиғанлиқиға ишинимиз. йахшилиқ, адаләт вә әркинликниң өгәткүчиси болған пәйғәмбиримиз һәзрәти муһәммәд әләйһиссаламға һақарәт қилғанлар әхлақсиз вә шәрәпсизләрдур» деди.

журналда, 2015 - йили 1-айда, һәзрәти муһәммәд әләйһиссалам һәққидә һақарәтлик һәҗвий рәсимләр елан қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر