қарадағи ослудики қуран кәримни йиртиш вәқәси тоғрисида байанат елан қилди

дунйа мусулман өлималар бирлики баш катипи әли муһйиддин қарадағи, норвегийәниң пайтәхти ослода исламға қарши бир консерватип гуруппиниң қуран кәримни йиртишини әйиблиди.

1482502
қарадағи ослудики қуран кәримни йиртиш вәқәси тоғрисида байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа мусулман өлималар бирлики баш катипи әли муһйиддин қарадағи, норвегийәниң пайтәхти ослода исламға қарши бир консерватип гуруппиниң қуран кәримни йиртишини әйибләп, вәқәгә «террорға риғбәтләндүрүш вә муқәддәс амилларни кәмситиш» дәп баһа бәрди.

қарадағи фәйсбуктики адресида йазма байанат елан қилип, «қуран кәримниң ашқун бир норвегийәлик тәрипидин йиртилиши вә харлиниши қуран кәримниң бир инсан мәһсули әмәсликиниң пакитидур. әгәр күчини инсанлардин алған бир китаб болған болса иди (һазирғичә) йоқалған болатти. бирақ у, инсанларниң пәрвәрдигари болған аллаһтин кәлгәндур» дегәнләрни қәйт қилди.

«қуран кәримгә қилинған әхмәқлиқниң, муқәддәс китабқа әмәс, уни садир қилғучиға зийан йәткүзидиғанлиқи»ни тәкитлигән қарадағи, бу вәқәгә берилидиған тунҗи җавабниң, қуран кәримниң көрсәтмисигә асасән исламий коллектип пикир бирлики орнитиш икәнликигә ишарәт қилип өтти.

норвегийә даирилиридин вәқәниң җавабкарини «террорлуққа күшкүртүш вә муқәддәсләрни кәмситиш » билән әйибләп җавабкарлиққа тартишини тәләп қилған қарадағи, мусулманларниму ислам тәлиматлириға техиму көп риайә қилишқа чақирди вә ашқунлуққа ашқунлуқ билән җаваб қайтурмаслиқ тоғрисида агаһландурди.

норвегийәниң пайтәхти ослода исламға қарши бир консерватип гуруппиниң алдинқи күни парламент алдида өткүзгән намайиши җәрйанида қуран кәрим йиртилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر