дунйада йуқумланғанлар сани 22 милйон 800 миңдин ашти

дунйа миқйасида вухән вируси (kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 797 миң 925 тин, йуқумланғанлар сани 22 милйон 911 миң 850 дин вә саламәтлики йахшиланғанлар сани 15 милйон 558 миңдин ашти.

1476855
дунйада йуқумланғанлар сани 22 милйон 800 миңдин ашти

түркийә авази радийоси хәвири: дунйада вабаниң әң еғир тәсиригә учриған америкада вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 177 миң 456 гә, йуқумланғанлар сани 5 милйон 747 миң 544 кә чиқти.

америкада йашанғанлар санаторийәлиридики әһвал қайтидин җиддийлишишкә башлиди. бу һәқтә елан қилинған йеңи доклат, йуқумлиништа кишини әндишәгә салидиған дәриҗидә көпийишни көрситип беридиғанлиқи қәйт қилинди.

доклатта, америка санаторийәлиридә байқалған вухән вируси бемариниң сани 2020-йили 31-май 9 миң 72 болған болса, 21-ийунда 5 миң 468 гә чүшкәнлики, 19-ийулғичә бу санниң өрләп 8 миң 628 гә чиққанлиқи билдүрүлди.

америкадин қалса вухән вирусиниң әң еғир тәсиригә учриған иккинчи дөләт болған латин америка қитәсидики биразилийәдә, йеқинқи 24 саәттә 1 миң 204 киши вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилди. буниң билән, вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 112 миң 423 кә чиқти. охшаш вақитта, 45 миң 323 кишиниң йуқумлиниши билән, җәмий йуқумланғанлар сани 3 милйон 505 миң 97 гә чиқти.

мексикада йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 625 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 59 миң 106 гә чиқти. охшаш вақитта, 6 миң 775 кишиниң йуқумлиниши билән, җәмий йуқумланғанлар сани 543 миң 806 гә чиқти.

вабаниң йавропадики мәркизигә айланған әнглийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 322 миң 380 гә чиқти.

италийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 35 миң 418, фирансийәдә 30 миң 480, испанийәдә 28 миң 813 болди.

канадада йеқинқи бир һәптидә вухән вируси сәвәбидин 50 киши җенидин айрилди. буниң билән, вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 9 миң 54 кә чиқти.122 миң 376 болған йуқумланғанлар сани, охшаш вақитта 3 миң 19 кишиниң йуқумлиниши билән 125 миң 395 кә чиқти.     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر