ливийәдә һәфтәрниң сәплиридә уруш қилған балиларниң бир қисми қойуп берилди

ливийә армийәси дөләтниң шәрқидики қанунсиз күчләрниң рәһбири һәфтәрниң сәплиридә уруш қиливатқанда тутулуп қалған балилардин бир қисминиң қойуп берилгәнликини билдүрди.

1464243
ливийәдә һәфтәрниң сәплиридә уруш қилған балиларниң бир қисми қойуп берилди

түркийә авази радийоси хәвири: ливийә һөкүмити тәрипидин давамлаштурулуватқан «ғәзәп волқини» һәрбий һәрикити қоманданлиқ иштабиниң аммиви ортақлишиш тор бети Facebook сәһиписидә елан қилинған байанатта, һәфтәрниң сәплиридә уруш қиливатқанда тутулуп қалған 18 йаштин кичик балилардин бир қисминиң қойуп берилгәнлики билдүрүлди, әмма бу балиларниң сани һәққидә мәлумат берилмиди.

ливийә һөкүмити һәфтәр күчлирини траблус һуҗумлири җәрйанида «бала җәңчи» ишлитиш билән әйиблимәктә.

һәфтәр пайтәхт траблусни қолға киргүзүш үчүн 2019 – йили 4 – апрел күни һуҗумға өтүш үчүн буйруқ чүшүргән, буниңға асасән, ливийә армийәсигә қарашлиқ қисимларму һәфтәр күчлиригә қарши қайтурма һуҗумға өткәниди.

2011 – йилдин буйан қанунлуқ салаһийәт киризисини баштин кәчүрүватқан ливийәдә, хәлқара җәмийәт тәрипидин етирап қилинған һөкүмәткә қарашлиқ қисимлар билән һәфтәргә қарашлиқ күчләр оттурисида тоқунушлар давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر