ирақта һәрбий базида партлаш йүз бәрди

ирақниң пайтәхти бағдадта һәшди шәби күчлири билән сақчилар турушлуқ һәрбий базида арқимуарқа икки қетим партлаш йүз бәрди.

1462237
ирақта һәрбий базида партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ һөкүмитигә қарашлиқ бихәтәрлик ахбарат ториниң йазма байанатида мундақ дейилди: «бағдад – һиллә йоли бойиға җайлашқан сақар һәрбий базисида арқимуарқа икки қетим партлаш йүз бәрди. партлаштин кейин, бағдадниң ғәрбий җәнубиға җайлашқан һәрбий базиниң әтрапида бихәтәрлик тәдбирлири қаттиқ күчәйтилди.»

байанатта, партлашларниң сәвәби тоғрулуқ мәлумат берилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر