руменийә түркийәни «хәтәрлик дөләтләр тизимлики» дин чиқиривәтти

руменийә «вухән вируси» ға қарши күрәш тәдбирлири даирисидә һәр һәптә йеңилайдиған «хәтәрлик дөләтләр тизимлики» дин түркийәни чиқиривәтти.

1462228
руменийә түркийәни «хәтәрлик дөләтләр тизимлики» дин чиқиривәтти

түркийә авази радийоси хәвири: руменийә сәһийә министирлиқи дөләтлик кесәлликләрни көзитиш вә контрол қилиш мәркизиниң интернет тор бетидә елан қилинған «йуқум әһвали йуқири хәтәрлик дөләтләр тизимлики» дин түркийә чиқириветилди.

27 – ийулдин етибарән иҗра қилинидиған йеңи тизимликкә асасән, түркийәдин барған кишиләр руменийә чеграсидин өткәндин кейин уда 14 күнлүк карантин астиға елинмайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر