айасофйа җамәсиниң ибадәткә ечилиши йапонийә, қатар, қазақистан вә пакистан таратқулирида...

айасофйаи кәбир җамии шәрифтә аридин 86 йил өткәндин кейин ада қилинған тунҗи җүмә намизи дунйа таратқулириниң күчлүк диққитини тартти.

1461706
айасофйа җамәсиниң ибадәткә ечилиши йапонийә, қатар, қазақистан вә пакистан таратқулирида...
CUMHURBASKANİ AYASOFYA7.jpg
CUMHURBASKANİ AYASOFYA6.jpg
CUMHURBASKANİ AYASOFYA4.jpg
CUMHURBASKANİ AYASOFYA1.jpg
5ayasofya ibadete acilma.jpg
erdogan-cavusoglu ayasofya.jpg
6ayasofya ibadete acilma.jpg
8ayasofya ibadete acilma.jpg
10ayasofya ibadete acilma.jpg
11ayasofya ibadete acilma.jpg
12ayasofya ibadete acilma.jpg
15ayasofya ibadete acilma.jpg
japon basini ayasofya.jpg
ayasofya.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә таратқулири хәвәрлиридә, айасофйаи кәбир җамии шәрифниң аридин 86 – йил өткәндин кейин җамәгә айландурулуши, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә сийасий рәһбәрләрниң тунҗи җүмә намизиға иштирак қилиши вә айасофйани җамәгә айландуруш җәрйанидики ички өзгәртишләргә даир учурларға орун бәрди.

«асаһи шимбун» гезити, «җамәгә айландурулғандин кейин айасофйада тунҗи җүмә намизи ада қилинди» сәрләвһилик хәвиридә, ибадәт вақтидин икки саәт бурун намаз өтәйдиғанларниң барлиқ йолларни тошқузувәткәнликини билдүрди.

җумһур рәис әрдоғанниң қуран кәрим тилавәт қиливатқан чеғидики фото – сүритигә орун берилгән хәвәрдә, «намаз вақтида йөгиветилидиған хиристийан дини мутифлири кейин ечиветилиду вә барлиқ зийарәтчиләр айасофйани һәқсиз екскурсийә қилалайду» дегән учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

«йомиури шимбун» гезити болса, айасофйаниң византийә империйәси дәвридин башланған тарихидин тартип истанбулниң пәтһи қилиниши билән османли дөлитиниң контроллуқиға өткәнликигә даир учурларға орун бәрди, җамә вә мәйданлиридики тунҗи җүмә намизини өтәшкә кәлгәнләрниң  фото – сүрәтлиригә орун бәрди.

«токйо шимбун» гезити, «айасофйада тунҗи җүмә намизи» сәрләвһилик хәвиридә, истанбулдики дунйа йадикарлиқиниң аридин 86 йил өткәндин кейин әрдоғанниң қарариға асасән җамәгә айландурулғанлиқини йазди. хәвәрдә, җумһур рәис әрдоған вә сийасий рәһбәрләрниң алдинқи сәптә турған фото – сүритигә орун берилди.

«ниһон кеизаи шимбун», «тиҗи тсуушинша, окинава таймз, никкан спортс гезитлириниң интернет сәһипилириниң баш бәтлиридә айасофйаи кәбир җамии шәриф хәвәрлиригә орун берилди. буниңдин башқа дөләт игиликидики медийа оргини – NHK, кйодо хәвәр агентлиқи, ниппон хәвәрләр тори, токйо аңлитиш системиси қатарлиқ қанал вә радийоларниң тор бәтлиридиму ечилишқа даир фото – сүрәт вә көрүнүшләргә орун берилди.

қатар гезитлириниң бүгүнки санлириму айасофйаи кәбир җамии шәрифтә ада қилинған тунҗи җүмә намизиға тарихий күн, дәп баһа бәрди.

«әшшәрқ» гезити, мавзулириниң бирини җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң «(айасофйаи кәбир җамии шәриф) пүткүл инсанийәтниң бир мәдәнийәт мираси сүпитидә һәрқайси динларниң мәнсуплири келип көрәләйдиған бир җай» дегән сөзлиригә аҗратти.

«әррайә» гезитиму биринчи бетидә «айасофйа тарихий бир җүмә күнидә намаз өтигүчиләр билән гүлләнди» мавзулуқ хәвәр елан қилди. җүмә хутбисидә сөзләнгән сөзләрни оқурмәнлири билән ортақлашқан гезит, «айасофйа гумбизиниң астидин пүткүл инсанийәткә адаләт, тинчлиқ вә мәрһәт чақириқлири қилинди. аләмшумул қиммәтләрниң вә әхлақий пиринсипларниң муһапизәт қилинишиға риғбәтләндүрүлди» дегән ибариләргә орун бәрди.

«вәтән» гезитиниң биринчи бетидә болса «әрдоған, айасофйадики тунҗи җүмә намизида қуран тилавәт қилди» дегән темида хәвәр бәрди. җүмә намизиға 350 миң адәмниң иштирак қилғанлиқини билдүргән гезит, «қериндаш түрк хәлқиниң вә ислам үммитиниң чеграларни һалқиған бир хил шатлиқ туйғусиға чүмгәнлики»ни  қәйт қилди.

айасофйаниң җамә сүпитидә қайтидин ечилиши қазақистан таратқулиридиму кәң орун алди.

қазақистанниң йазма вә үн – син медийалирида орун алған хәвәрләрдә, айасофйада тунҗи җүмә намизиниң ада қилинғанлиқи байан қилинип, аридин 86 йил өткәндин кейин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, дийанәт ишлири башқармиси башлиқи әли әрбаш вә һөкүмәт әзалири билән бирликтә миңларчә кишиниң айасофйадики тунҗи җүмә намизиға иштирак қилғанлиқи қәйт қилинди.

дөләтниң тиражи әң көп гезити болған «әгәмән қазақистан» гезити, хәвәрни «86 йилдин кейин айасофйада тунҗи җүмә намизи» дегән тема астида оқурмәнлири билән ортақлашти, қазақистан дөләт хәвәр агентлиқи  болса, айасофйаниң тарихиға кәң орун аҗратти.

қазақистан телевизийә қаналлириниң айасофйаға алақидар хәвәрлиридә, әрдоғанниң «пүткүл инсанийәтниң бир мәдәнийәт мираси сүпитидә һәрқайси динларниң мәнсуплири келип көрәләйдиған бир җай» дегән сөзи алаһидә тәкитләнди.

пакистанниң алдинқи қатардики хәвәр қаналлири болса, 86 йилдин кейин ибадәткә ечилған айасофйада ада қилинған тунҗи җүмә намизиға кәң орун аҗратти.

пакистанниң әң чоң қаналлиридин геонйуз, арй нйуз, г н н нйуз, 24 нйуз, самаа т.в вә башқа нурғун хәвәр қаналлири айасофйадики җүмә намизини нәқ мәйдандин улап тарқатти.

самаа телевизийә қанили, дийанәт ишлири башлиқи әли әрбашниң хутбисини биваситә һалда инглизчиға тәрҗимә қилип көрүрмәнлири билән ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر