америка: җәнубий корейәдики әскәрлиримизни чекиндүрмәймиз

америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министири марк еспер җәнубий корейәдики америка әскәрлирини чекиндүрүш йолйоруқи бәргәнликигә алақидар дәваларни рәт қилди.

1459885
америка: җәнубий корейәдики әскәрлиримизни чекиндүрмәймиз

 түркийә авази радийоси хәвири: у, мәркизи лондондики хәлқара истиратегийәлик тәтқиқат иниституниң видео конферанс васитиси арқилиқ чақирилған илмий муһакимә йиғинида қилған сөзидә, америка таратқулириниң «америка қошма иштатлири җәнубий корейәдин әскәр чекиндүриду» тәриқисидики дәвалириға җаваб берип мундақ деди: «корейә йерим арилидики америка әскәрлирини чекиндүрүш тоғрулуқ йолйоруқ чүшүргиним йоқ.»

хитай билән америка қошма иштатлири оттурисидики сүркилиш тоғрилиқму тохталған еспер, йил ахириғичә хитайда зийарәттә болуш пиланиниң барлиқини әскәртиш билән бир вақитта, хитайниң җәнубий хитай деңизидики паалийәтлирини тәнқид қилип мундақ деди: «хитайниң өзиниң дңизчилиқ импараторлуқи үчүн, хәлқаралиқ су тәвәликини алаһидә районға айландурувелиш һоқуқи йоқтур. бизниң һечқачан тоқунушуш нийитимиз йоқ. биз һәмишә, хитай билән илмий вә үнүмлүк нәтиҗә һасил қилишқа асаслинидиған мунасивәтни давамлаштуруш вәдимизгә әмәл қилип келиватимиз.»

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, узун йиллардин буйан җәнубий корейәдики америка әскәрлири үчүн сеул һөкүмитидин пул тәләп қилмақта.

«‹Wall Street Journal› гезити», өткән һәптә, америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқиниң ақсарайға, җәнубий корейәдики америка әскәрлириниң бир қисмини чекиндүрүшкә даир бир пилан сунғанлиқини илгири сүргәниди.

игилинишичә, корийә йерим арилида америка қошма иштатлириниң 28 миң 500 һәрбий хадими бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر