ливийә армийәси сиртәниң ғәрбигә җиддий әскәр йөткимәктә

ливийә армийәси сиртә шәһириниң ғәрбигә нурғун санда һәрбий абтомобил билән әскәр йоллиди.

1457658
ливийә армийәси сиртәниң ғәрбигә җиддий әскәр йөткимәктә
hafter catisma.jpg
libya ordu.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: армийә мәнбәлириниң билдүришичә, һәрбий йөткәш даирисидә нурғун санда һәрбий абтомобил сиртәниң ғәрбигә җайлашқан әбу гурәйн базириға йетип барған.

бу қетимқи һәрбий йөткәш хизмитиниң сиртә билән җуфрани ливийәниң оттура шималий қисмидики қанунсиз қораллиқ күчләрниң рәһбири хәлипә һафтәр унсурлиридин тазилаш үчүн елип бериливатқан «ғәлибә йоли» һәрикитиниң бир қисми икәнлики билдүрүлди.

һәрбий исйанчи һафтәр унсурлириниң пайтәхт тираблусни ишғал қилиш мәқситидә, 2019 - йили апрелда башлиған һуҗумлириға қарши ливийә һөкүмити армийәси йеқиндин буйан арқа-арқидин мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүргән иди.

һөкүмәт армийәси ийунниң бешида дөләтниң ғәрбидики нопуси зич, асаслиқ иқтисадий вә қатнаш мәркәзлиридин һафтәр унсурлирини қоғлап чиқарған иди.

йеқинқи бир нәччә һәптәдә, истратегийилик әһмийәткә игә сиртә вә җуфраниң ғәрбигә орунлашқан ливийә армийәси, бу йәрләрниму һафтәр унсурлиридин тазилаш үчүн қәтий ирадисини намайан қилмақта.

йәнә бир тәрәптин, ливийә дөләтлик нефит идариси, шәрқтики брега районида һафтәргә қарашлиқ «әссаиқа чақмақ» намлиқ қораллиқ гуруппа билән нефит әслиһәлирини қоғдиғучи қисимлар оттурисида тоқунуш йүз бәргәнликини байан қилди.

тоқунушниң нефит баклири турушлуқ җайдин 100 метир йирақлиқта йүз бәргәнлики, бу қораллиқ гуруппиниң нефит завутлири вә бу йәрдики хадимларниң бихәтәрликини ойлаимайдиғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر