б д т: сүрийәдә «вухән вируси» билән йуқумланғучилар сани көпийиватиду

б д т сүрийәдә «вухән вируси» билән йуқумланғучилар саниниң көпийип кетиватқанлиқи тоғрулуқ агаһландурди

1456202
б д т: сүрийәдә «вухән вируси» билән йуқумланғучилар сани көпийиватиду

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипиниң байанатчиси степһан дуҗаррич, күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида қилған сөзидә, дөләттә «вухән вируси» билән йуқумланғучилар саниниң көпийип кетиватқанлиқидин әндишә қиливатқанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, бәшшәр әсәд күчлириниң контроллуқидики районларда «вухән вируси» сәвәбидин 21 кишиниң қаза қилғанлиқини, йуқумланғучилар саниниң 439 ға йәткәнликини, сүрийәниң ғәрбий шималида 8 кишиниң йуқумланғанлиқини, шәрқий шималида бир кишиниң өлүп кәткәнликини, 6 кишиниң йуқумланғанлиқини тәкитлиди.

у йәнә, сүрийәдә «вухән вируси» билән йуқумланғучилар саниниң башқа дөләтләргә нисбәтән аз болсиму, лекин, болупму  көп сандики кишиләр йурт – маканлиридин айрилип қалған районларда йуқумланғучилар саниниң ешип кетиш хәвпиниң йуқири икәнликиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر