американиң һәрқайси иштатлирида 15 - ийулни хатириләш паалийәтлири өткүзүлди

америка қошма иштатлирида фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң мәғлубийәткә учриған һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитиниң 4 – йилида тәшкилатниң һәқиқий әпти - бәширисини ечип ташлаш паалийәтлири өткүзүлди.

1455254
американиң һәрқайси иштатлирида 15 - ийулни хатириләш паалийәтлири өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлирида фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң мәғлубийәткә учриған һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитиниң 4 – йилида дигитал елан аптомобили вә лозонкилар есилған айропиланлар охшаш болмиған иштатларда күн бойичә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң һәқиқий йүзини көрситиш үчүн айланди.

түрк – америка йетәкләш комитетиниң башламчилиқида ишқа ашурулған паалийәттә елан аптомобиллири вә лозонка есилған айропиланлар 15 – ийул хаинларчә һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш қилмишиға кишиләрниң диққитини тартти.

«15 – ийул түрк демократийәсиниң ғәлибиси» вә «түрк миллитиниң ғәлибиси» дегән хәтләр йезилған елан аптомобиллири, нйу йоркниң манһаттан, бруклейн вә куинс районлириниң әң ават кочилири билән пайтәхт вашингтон вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң қараргаһи җайлашқан пенсилванийәдики дачиниң әтрапида күн бойи айлинишни давамлаштурди.

«террорчи фәтөни тохтитиңлар» дегән хәт йезилған лозунка есилған айропиланлар болса, мәзкур районларда тохтимастин учушни давамлаштурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر