америка: «ливийә иқтисадиға бузғунчилиқ қилғанларға ембарго йүргүзүлиду»

ливийә дөләтлик нефит идариси (NOC) дөләтниң шәрқидики қанунсиз қораллиқ күчләрниң рәһбири хәлифә һафтәрниң пүтүн мәмликәттики нефит ишләпчиқиришини вә експортини тохтитип қойғанлиқини әйиблиди.

1453906
америка: «ливийә иқтисадиға бузғунчилиқ қилғанларға ембарго йүргүзүлиду»

түркийә авази радийоси хәвири: ливийәдә нефит чиқириш, пишшиқлап ишләш, тарқитиш вә експорт қилишта бирдинбир һоқуқлуқ орган һесаблинидиған ливийә дөләтлик нефит идариси(NOC), хәлипә һафтәрниң бәзи шәртләр орундалмиса, нефит ишләпчиқиришни тохтитип қойидиғанлиқи һәққидики байанати үстидә тохтилип, нефит идарисиниң експортиға келишимләрниң тәқәззалирини чәклик һалға кәлтүрүш билән биргә дөләт миқйасида нефит експорт үчүн күч ишлитишкә мәҗбур қалғанлиқини, йәни ишләпчиқиришниң тохтиғанлиқини елан қилди.

ливийәдә 10 - ийулда, сидра портида бир хам нефит парахотиға нефит қачилаш билән нефит експортиниң башланғанлиқи әскәртилгән байанатта йәнә: «хәлипә һафтәрниң қораллиқ қисимлири 11 - ийул експортни тохтитиш буйруқи чүшүрди вә сөһбәттики һәмкарлиқ позитсийәсидин йенивалди. һафтәргә ишләпчиқиришни тохтитиш һәққидики буйруқиниң әрәб бирләшмә хәлипилики тәрипидин берилгәнлики уқтурулди» дейилди.

байанатта, һафтәрниң нефит ишләпчиқирилишқа тосқунлуқ қилғанлиқи әйиблинип, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң буниңда җавабкарлиқи бар дөләтләрдин һесаб елиши керәклики тәләп қилинди. әрәб бирләшмә хәлипиликиниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлириниң арқа - арқидин байанат елан қилип, ливийәдә нефит ишләпчиқиришни башлаш тиришчанлиқини қоллайдиғанлиқлирини билдүргән туруқлуқ, бундақ қәдәмләрни ташлишиниң үмидсизлик пәйда қилғанлиқини тәкитләнди.

байанатта, русийә бихәтәрлик ширкити вагнергә қарашлиқ сүрийәлик йалланма әскәрләрниң сидра портини ишғал қиливалғанлиқи вә суданлиқ йалланма әскәрләрниңму шерарә нефитликигә йеқин җайға орунлаштурулғанлиқи билдүрүлди вә барлиқ йалланма әскәрләрниң ливийәдики нефит базилиридин чекиниши керәклики тәләп қилинди.

бу җәрйанда, американиң тириполида турушлуқ әлчиханиси тәрипидин елан қилинған йазма байанатта: «әлчиханимиз, ташқи күчләрниң ливийә дөләтлик нефит идариси (NOC) ниң һайат - маматлиқ вәзиписини орундаш тиришчанлиқиға тосқунлуқ қилишидин қаттиқ биарам болмақта. бу урунушлар ливийәдики тоқунуш хәвпини ашурмақта» дейилди.

байанатта йәнә мундақ дейилди:

«русийәниң вагнер йалланма әскәрлириниң ливийә дөләтлик нефит идариси (NOC) ға тәвә муәссәсәлиригә қилған һуҗуми шундақла башқа дөләт пайтәхтлиридә лайиһәләнгән вә (хәлипә һафтәр рәһбәрликидики) аталмиш ​​ливийә миллий армийәси йоллиған зиддийәтлик учурлар, техиму бихәтәр вә гүлләнгән кәлгүси үчүн тиришиватқан барлиқ ливийәликләргә зийан йәткүзди.»

 

америка әлчиханисиниң қоралларни ташлап, ташқи күчләрниң контроллуқини рәт қилидиған вә һәл қилиш чарисиниң бир парчиси болуш үчүн тинч сөһбәттә учришишни халайдиғанларға ишикиниң һазирму очуқ икәнлики тәкитләнгән байанатида йәнә, «лекин, ливийә иқтисадиға бузғунчилиқ қилғанлар вә һәрбий җиддийликни күчәйткәнләр йалғуз қалдууилиду вә ембарго хәвпигә дучар қилиниду» дәп агаһландурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر