ақсарайда йиғинға қатнашқан бир мухбирда вирус байқалған

дунйа миқйасида вухән вируси(Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 558 миң 91 дин, йуқумланғанлар сани 12 милйон 420 миңдин вә йахшиланғанларниң сани 7 милйон 246 миңдин ашти.

1452640
ақсарайда йиғинға қатнашқан бир мухбирда вирус байқалған

түркийә авази радийоси хәвири: вабаниң мәркизигә айланған америкада, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 135 миң 828 гә, йуқумланғанлар сани 3 милйон 220 миң 559 ға чиқти.

дүшәнбә (2020-йили 6-ийул) күни ақсарайда өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғиниға қатнашқан бир мухбирда вирус байқилиши, көп әнсирәшләргә сәвәб болди. мухбирниң кимлики ашкариланмиди, әмма у мухбирниң ақсарайдики вақтида маска тақиғанлиқи вә кесәллик аламитиниң көрүлмигәнлики қәйт қилинди.

ақсарайда ахбарат елан қилиш йиғинлириға қатнишидиған мухбирлар, һәр күни саламәтлик тәкшүрүшидин өткүзүлиду.

йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 1 миң 220 киши җенидин айрилған биразилийәдә, вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 69 миң 254 кә чиқти. йуқумланғучилар сани болса, 1 милйон 759 миң 103 кә чиқти.

мексикада йеқинқи 24 саәттә 730 киши җенидин айрилди. буниң билән, вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 33 миң 526 гә, җәмий йуқумланғанлар сани 282 миң 283 кә чиқти.

вухән вирусиниң йавропадики мәркизигә айланған әнглийәдә, йеқинқи 24 саәттә 85 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 44 миң 602 гә чиқти. охшаш вақитта, 642 киши йуқумланди вә җәмий йуқумланғанлар сани 287 миң 621 гә чиқти.

италийәдә йеқинқи 24 саәттә 12 киши вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилди вә җәмий сан 34 миң 926 гә чиқти. охшаш вақитта 229 киши йуқумланди. җәмий йуқумланғанлар сани 13 миң 459 ға төвәнлиди.

италийә ички ишлар министири лучарна ламорҗези (Luciana Lamorgese) «RAI3» телевизийәсиниң бир пирограммисида, италийәгә еғир тәсир көрсәткән вухән вирусиниң иқтисадий тәсирлири, күз пәслидә өзини көрситишкә башлайдиғанлиқи тоғрисида агаһландурди.

италийә иқтисадиниң бу йил (2020) %13-12 төвәнләйдиғанлиқи пәрәз қилинмақта.

фирансийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 14 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 29 миң 979 ға чиқти. охшаш вақитта, 621 киши йуқумланди вә җәмий сан 205 миң 246 гә чиқти.

испанийәдә йеқинқи бир һәптидә вухән вируси сәвәбидин 10 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 28 миң 401 гә чиқти. йеқинқи 24 саәттә 241 киши йуқумланди вә җәмий йуқумланғанлар сани 253 миң 56 гә чиқти.

португалийәдә йеқинқи 24 саәттә 13 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 1 миң 644 кә чиқти. охшаш вақитта, 418 киши йуқумланди вә җәмий йуқумланғанлар сани 45 миң 277 гә чиқти.

бәзи дөләтләрдики вухән вирусиға мунасивәтлик өлүм сани төвәндикичә:

перу 11 миң 314, белгийә 9 миң 781, германийә 9 миң 125, канада 8 миң 749, чили 6 миң 682, голландийә 6 миң 137, шиветсийә 5 миң 500, еквадор 4 миң 900, коломбийә 4 миң 714, аргентина 1 миң 720.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر