руһани: америка билән исраилийә иранда ихтилап йаритишни нишан қилмақта

иран пирезиденти һәсән руһани америка билән исраилийәниң мәқситиниң, иран хәлқи билән һөкүмити оттурисида тәприқә йаритиш вә кишиләрни үмидсизликкә иттрииш икәнликини ейтти.

1451268
руһани: америка билән исраилийә иранда ихтилап йаритишни нишан қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: руһани пайтәхт теһранда өткүзүлгән министирлар кеңиши йиғинидин кейинки байанатида, күн тәртиптики темилар үстидә тохталди.

руһани парламент әзалири тәрипидин һақарәтләнгән иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зарифни қоллиди вә зарифниң 7 йил ичидә муһим хизмәтләрни вуҗутқа чиқарғанлиқини тәкитләп, «америка билән исраилийә иран хәлқи билән һөкүмити оттурисида тәприқә йаритишни халайду. бу уларниң әң муһим нишани. бундақ болғанда хәлқ үмидсизликкә иттирилиду. йәнә бир нишани болса, һөкүмәт, парламент вә әдлийә органлири оттуриисида ихитилап пәйда қилиштур» деди.

ташқи ишлар министири зариф 5 - ийул йәкшәнбә күни парламент әзалириниң соаллириға җаваб бериш үчүн парламент омумий кеңишида нутуқ сөзлигән вә бу әснада парламент әзалири «зариф йалған ейтиватиду» дәп, сөзини давамлаштурушиға йол қоймиған иди.

зариф мунбәрни ташлап чиқип кәтмәкчи болғанда, парламент башлиқи муһәммәд бақир калибаф мәсилигә арилашқан иди.

зариф парламент әзалириниң әйибләшлиригә қарита, иран асасий қануниға бинаән дөләтниң ташқи сийаситини бекиткән кишиниң әли һаманий икәнликини вә униң өзини қоллиғанлиқини әскәртти.  

руһаний йәнә, сәһийә министирлиқиниң ковид-19 йуқумиға қарши тәдбир, қаидилиригә риайә қилмиған орунларниң тақилиши үчүн сәһийә министирлиқиға һоқуқ берилгәнликини, иккинчи қетимлиқ уқтуруш кәлмиғучә, той вә җиназә мурасимлириниң чәклинидиғанлиқини билдүрди.


خەتكۈچ: #руһани , #иран

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر