боливийәниң сабиқ пирезиденти «террорлуқ» билән әйиблинип қолға елинди

боливийәниң сабиқ пирезиденти ево моралес тәкшүрүштә «террорлуқ, малиманчилиқ туғдуруш вә терроризмға иқтисадий йардәм бериш» җинайәтлири билән әйиблинип қолға елинди.

1450444
боливийәниң сабиқ пирезиденти «террорлуқ» билән әйиблинип қолға елинди

түркийә авази радийоси хәвири:  боливийә мәтбуатлиридики хәвәрләргә қариғанда, моралес армийә вә өктичиләрниң бесими билән перизидентлиқ вәзиписидин истипа бәргән. андин пирезидентлиқ вәзиписини тапшуруп алған вақитлиқ һөкүмәткә қарши моралесниң  қоллиғучилири чиқарған вәқәләр сүрүштә қилинған вә  тәкшүрүштә қолға елиш қарари мақулланған.

тәкшүрүштә, ево моралесниң 2019 - йили 12 - нойабирдин 17 - нойабирғичә кока ишләпчиқарғучи фаустино йукра йарви билән кәм дегәндә 2 қетим көрүшкәнлики ашкариланған.

моралес болса, тивиттер  һесабатида елан қилған байанатида, «фаустино йукра йарви билән телефонда көрүшти» дегән әйибләшләрни рәт қилип,  буниңға қарита «бу бир сийасий бесим» дәп баһа бәргән.

бу тәкшүрүш ево моралес вәзиписидин истипа бәргәндин кейин вәзипигә олтурған вақитлиқ һөкүмәт рәиси артуро муриллониң «йарви билән моралес телефонда көрүшти» дегәнни илгири сүргән бир синни һәмбәһирлишиши билән башланған иди.

вақитлиқ һөкүмәт рәиси артуро мурилло синлиқ учурида, моралесниң йарвиға дөләтниң һәр қайси җайлириға йеқилғу вә йемәклик транспортини тосуп қилишқа вә вақитлиқ пирезидент җенайн анез һөкүмитигә қарши тосақ қуруш арқилиқ әмәлий күрәш қилишқа буйруқ чүшүргәнликини илгири сүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر