мисирда өктичи әһмәд думаға берилгән 15 йиллиқ қамақ җазаси тәстиқланди

мисирлиқ өктичи, сийасий паалийәтчи әһмәд думаға берилгән 15 йиллиқ қамақ җазаси дөләтниң әң йуқири сот мәһкимиси (нақд соти) да тәстиқланди.

1449219
мисирда өктичи әһмәд думаға берилгән 15 йиллиқ қамақ җазаси тәстиқланди

түркийә авази радийоси хәвири:  мисирниң рәсмий хәвәр агентлиқи (MENA) ниң хәвиригә асасланғанда, нақд сот мәһкимиси «баш министирлиқ вәқәлири» дәпму билинидиған намайишлар сәвәбидин 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған паалийәтчи әһмәд думаниң қамақ җазасини, дөләтниң әң йуқири соти болуш сүпити билән тәстиқлиған.

мисир қануниға асасән әрз сунуш йоли тақалған мәзкур қарарниң бикар қилиниши йаки йениклитиши вә йаки кәчүрүм қилиниши үчүн буниңдин кейинки бирдинбир илтимас сунуш мумкин болған орган президентлиқ һесаблиниду.

мисирда һәрбий кеңәшниң 2011 - йили 12 - айда камал гәнзуриға һөкүмәт қуруш вәзиписи бериш қарариға наразилиқ билдүрмәкчи болған инқилабчи паалийәтчиләр билән намайишчиларға бихәтәрлик қисимлири қаттиқ мудахилә қилған вә оттурида малиманчилиқ йүз бәргән болуп, буниңға қарита, тәптиш мәһкимиси 2011 - йили 12 -айниң 16-күни баш министирлиқ бинаси алдида йүз бәргән зораванлиқ вәқәлири сәвәбидин 269 киши һәққидә  дело турғузған иди.

өктичи, сийасий паалийәтчи дәпму билинидиған әһмәд дума, ағдуруветилгән пирезидент һөсни мубарәк шундақла   25 - йанвар инқилабидин кейин бир йерим йил дөләтни башқуруп кәлгән һәрбий кеңәш мәзгилидә, җәмий 18 қетим назарәткә елинған иди.

әһмәд дума мисирда 2004 - йилдин башлап қурулған өктичи һәрикәтләрниң һәммисидә дегүдәк қурғучи әзалиқ вәзиписи өтигән либерал сийасий паалийәтчи дәп билиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر