зәриф, борелға мәктуп йоллап йадро келишими тоғрисида агаһландурди

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф, йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә хәвпсизлик сийасәтлири али вәкили җозиф борелға мәктуп йоллап, йадро келишими тоғрисида агаһландурди.

1448825
зәриф, борелға мәктуп йоллап йадро келишими тоғрисида агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси аббас мусәвиниң иран дөләт таратқулирида орун алған байанатиға қариғанда, муһәммәд җәвад зәриф җозиф борилға йадро келишими тоғрисида мәктуп йоллиған.

мәктупида, хәлқара атом енергийәси оргини рәһбәрлик һәйитигә сунған иранға қарши лайиһә сәвәбидин германийә, фирансийә вә әнглийәни әйиблигән  зәриф, иран билән хәлқара атом енергийәси оргини оттурисидики һәмкарлиққа қилинидиған һәрқандақ мудахилиниң йадро келишиминиң роһиға хилап икәнликини илгири сүрүп, буниң нөвәттики һәмкарлиққа сәлбий тәсир көрситиш еһтимали барлиқи тоғрисида агаһландурған.

германийә, фирансийә вә әнглийәни йадро келишимигә риайә қилмаслиқ билән әйиблигән зәриф, мәсилини һәл қилиш үчүн ортақ комитетниң арилишишини тәләп қилди.

хәлқара атом енергийәси оргини 19 – ийунда аридин 8 йил өткәндин кейин ирандин йадро пилани тоғрисида толуқ һәмкарлиқ орнитишни тәләп қилип, хәлқара атом енергийәси оргини мупәттишлириниң теһрандики йадро паалийити билән шуғуллиниватқанлиқидин гуман қилиниватқан икки районға киришигә рухсәт берилишини тәләп қилди.

теһран даирилири, хәлқара атом енергийәси оргининиң мәзкур икки орунға киришни тәләп қилишиниң йоллуқ шундақла ишәнчлик пакитларни әмәс, исраилийәниң дәвалирини тайанч қилидиғанлиқини илгири сүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر