мустәмликичиләрниң һәйкәллиригә һуҗум қилиш вәқәси данийәгиму кеңәйди
җорҗ флойдниң сақчиларниң муштумзорлуқи нәтиҗисидә өлүп кетишидин кейин нурғун дөләтләрдә башланған «өтмүштики мустәмликичиләрниң һәйкәллиригә һуҗум қилиш вәқәси» данийәгиму кеңәйди.
түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлирида өткән айда әсли африқалиқ америка пуқраси җорҗ флойдниң сақчиларниң муштумзорлуқи нәтиҗисидә өлүп кетишидин кейин нурғун дөләтләрдә башланған «өтмүштики мустәмликичиләрниң һәйкәллиригә һуҗум қилиш вәқәси» данийәгиму кеңәйди.
грөнландта 1700 – йиллардики миссийонерлиқ хизмәтлири билән тонулған данийәлик – норвегийәлик миссийонер һанс егедениң пайтәхт копенһагендики «мәрмәр черкави» дәп атилидиған федерек черкавидики һәйкилигә қизил рәңдә «мустәмликә қилинғучиларға мустәқиллиқини бәр» дәп йезип қойулди.
копенһаген сақчи идариси, вәқәниң бузғунчилиқ селиш қилмиши категорийәсидә тәкшүрүлидиғанлиқини уқтурди.
һанс егедениң грөнландниң пайтәхти нууктики һәйкилиму бир қанчә күн илгири бузғунчилиққа учриғаниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
германийәдә икки киши җасуслуқ җинайити билән әйиблинип қолға елинди
германийәдә икки киши чәт әлгә җасуслуқ қилиш җинайити билән әйиблинип қолға елинди.