пирезидент трамп маска тақаш пәрманини чиқришқа қисталмақта

дунйа миқйасида вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 509 миң 113 тин, йуқумланғанлар сани 10 милйон 449 миңдин вә саламәтлики йахшиланғанларниң сани 5 милйон 705 миңдин ашти.

1446373
пирезидент трамп маска тақаш пәрманини чиқришқа қисталмақта
Covid.jpg
süper covid19.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 128 миң 819 ға, йуқумланғанлар сани 2 милйон 683 миң 300 дин ашқам америкада, демократлар йуқумниң иқтисадқа қәдәмму қәдәм қайтиш мусаписидә қайтидин көпийиши вә бәзи иштатларда йуқумниң рекорт сәвийәгә чиқиши сәвәбидин, пирезидент трампни пүткүл дөләттә маска тақашни мәҗбур қилидиған пәрман чиқиришқа қистимақта.

америкада һазирғичә 18 иштатта маска тақаш мәҗбурий болуп, башқа нурғун иштатта маска тоғрисида қисмән бәлгилимиләр бар.

дөләттә вухән вируси билән йуқумланған нурғун балилар арисида бәдән әзалири тәсиргә учриған « көп хил система йаллуғлиниш универсал кесәллики» гә гириптар болғанларниң барлиқи билдүрүлди.

америка кесәлликләрни контрол қилиш вә алдини елиш мәркизиниң мәлуматлириға асасланғанда, 2020-йили март ейиниң бешидин май ейиниң ахириғичә оттуричә йеши сәккиз болған 285 балида охшаш аламәтләр байқалған. буларниң ичидә алтә бала кесәллик сәвәбидин җенидин айрилған.

вухән вирусиниң әң еғир тәсиригә учриған иккинчи дөләт болған биразилийәдә, йеқинқи 24 саәттә 692 киши вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилди вә җәмий җенидин айрилғанлар сани 58 миң 385 кә чиқти. 24 саәт ичидә 24 миң 52 киши йуқумланди вә җәмий йуқумланғанлар сани 1 милйон 368 миң 195 кә чиқти.

мексикада йеқинқи 24 саәттә 473 киши вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилди вә җәмий сан 27 миң 121 гә, йуқумланғанлар сани 3 миң 805 киши көпийип 220 миң 657 гә чиқти.

вухән вируси сәвәбидин 43 миң 575 киши җенидин айрилған вә йавропадики ваба мәркизигә айланған әнглийәдә, лондонниң шималиға тәхминән 160 километир келидиған 400 миң нопуслуқ лейҗестер (Leicester) шәһиридә, йеқинқи икки һәптидә вирусқа мунасивәтлик 866 вәқә көрүлди.

әнглийә сәһийә министири мат ханкок (Matt Hancock) бүгүн (2020-йили30-ийун) дин башлап шәһәрдики муһим болмиған парчә сетиш магезинлириниң, 2020-йили 2-ийулдин башлап мәктәпләрниң тақилидиғанлиқини елан қилди.

у лейҗестер шәһири пуқралирини өйидә олтурушқа, шәһәр ичи вә сирти сайаһәтләрни қилмаслиққа чақирди. у: «иҗтимаий мусапә қаидәлиригә риайә қилиниватқан йаки қилинмайватқанлиқини йеқиндин көзитимиз. зөрүр болғанда, бу тоғрида тәдбир алимиз» деди.

италийәдә йеқинқи 24 саәттә 2020-йили 29-февралдин буйанқи вухән вирусиға мунасивәтлик әң төвән өлүм сани болған алтә өлүм йүз бәрди вә буниң билән җәмий өлүм сани 34 миң 744 кә чиқти. йуқумланғанлар сани 185 киши азийип 16 миң 496 гә төвәнлиди. йеқинқи 24 саәттә 174 киши йуқумланди.

әнглийәдики вабаниң мәркизи болған ломбардийа (Lombardiya) районида, йуқумниң давамлиқ тарқилиши сәвәбидин 2020-йили 14-ийулғичә аммиви сорунларда мәҗбурий маска тақаш йолға қойулди.

фирансийәдә йеқинқи үч күндә 35 киши вирус сәвәбидин җенидин айрилди вә җәмий җенидин айрилғанлар сани 29 миң 813 кә чиқти. йеқинқи 24 саәттә 280 кишиниң йуқумлиниши билән, җәмий йуқумланғанлар сани 200 миң 611 гә чиқти.

испанийә сәһийә министирлиқи йеқинқи бир һәптидә бир кишиниң вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлиқини вә җәмий җенидин айрилғанлар саниниң 28 миң 346 гә чиққанлиқини, йуқумланғанлар саниниң 84 киши көпийип 248 миң 970 кә чиққанлиқини елан қилди.

испанийәниң шималиға җайлашқан вә һазирғичә вухән вируси сәвәбидин 334 киши җенидин айрилған астурийас (Asturias) та 17 күндин буйан вирусқа мунасивәтлик вәқә көрүлмигәнлики диққәт қозғиди.

португалийәдә йеқинқи 24 саәттә төт киши вирус сәвәбидин җенидин айрилди вә бу сан 1 миң 568 гә чиқти. йуқумланғанлар сани болса, 266 киши көпәйди вә җәмий җенидин айрилғанлар сани 41 миң 912 гә чиқти.

белгийәдә 9 миң 747 киши вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилди, 61 миң 427 киши йуқумланди.

балқан районидики бәзи дөләтләрдә йуқум саниниң көпийиши сәвәбидин әмәлдин қалдурулған тәдбирләр қайтидин күчкә игә қилинди.

сербийәдә йеқинқи 24 саәттә төт киши җенидин айрилди вә җәмий сан 274 кә чиқти. йуқумланғанлар сани 242 киши көпийип 1 миң 433 кә чиқти. пайтәхт белградта барлиқ маканларда мәҗбурий маска тақаш йолға қойулди. виғайи (Vranje) шәһиридә җиддий һаләт елан қилинди.

силовенийәдә 111 киши вирус сәвәбидин җенидин айрилди, 1 миң 585 киши йуқумланди.

киродийәдә 107 киши вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилди вә йуқумланғанлар сани 34 киши көпийип 2 миң 725 кә чиқти.

қаратағда вухән вируси сәвәбидин тоққуз киши җенидин айрилди. өткән ай түгигәнлики елан қилинған йуқум қайтидин өзини көрсәтти. 17 кишидә вирус байқалди вә җәмий йуқумланғанлар сани 500 гә йеқинлашти.

бснийә-герйсеговинада йеқинқи 24 саәттә бир киши җенидин айрилди, 128 кишидә вирус байқалди. буниң билән, җәмий йуқумланғанлар сани 4 миңға йеқинлашти. боснийә-гертсеговина ислам бирләшмисиниң башлиқи һүсәйин казавиҗ мунасивәтлик идарә-органларни сербийәдики мусулманлар нопуси көп санлиқни игиләйдиған санҗақ райониға йардәм қилишқа чақирди.

австиралийәниң мелборн шәһиридә йуқум саниниң көпийиши сәвәбидин вирусқа мунасивәтлик вәқә әң көп көрүлгән 10 мәһәллидә зөрүр болмиған әһвалда сиртқа чиқиш чәкләнди. бәзилиридә түркләр зич болған бу 10 мәһәллидә әтә (2020-йили 1-ийул) йерим кечидин башлап йолға қойулидиған йеңи бәлгилимиләр 29-ийулғичә күчкә игә болиду.

австиралийәдә вухән вируси сәвәбидин 104 киши җенидин айрилди, 7 миң 767 киши йуқумланди.     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر