макронниң «җавабкарлиқни түркийәгә дөңгәшкә урунуши» изчил һалда әйибләшләргә учримақта

әнглийәдә чиқидиған «The Independent» гезити, «фирансийәниң, ливийәниң (шәрқидики қанунсиз қораллиқ күчләрни лидири) һафтәргә қилған йардими нәтиҗидә начар ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиришқа башлиди» сәрләвһисидә мақалә елан қилди.

1445931
макронниң «җавабкарлиқни түркийәгә дөңгәшкә урунуши» изчил һалда әйибләшләргә учримақта

түркийә авази радийоси хәвири: борзу дарагаһи имзалиқ мәзкур мақалидә, фирансийә йиллардин бери қоллап, илгирилишидә муһим рол ойнап кәлгән һафтәрниң ливийәниң ғәрбидә еғир мәғлубийәткә учришидин кейин, шамалниң тәтүригә чиқишқа башлиғанлиқи қәйт қилинди.

мақалидә, әрәб бирләшмә хәлипиликигә ишинип һафтәргә мәбләғ салған фирансийәниң, униң мәғлубийитидин кейин йалғуз қалғанлиқи, сийасий вә дипломатик сәрмайисиниң пайдисини алалмиғанлиқи тәкитләнди.

фирансийә пирезиденти емануел макронниң түркийәгә қарши оттуриға қойған асассиз дәвалириғиму орун берилгән мақалидә, «фирансуз әмәлдарлар ливийә сийаситини ақлаш үчүн түркийәни әйибләп, күлкилик әһвалға чүшүп қеливатиду» дегән ибариләргә орун берилди.

мақалидә, ливийә мәсилиси бопйичә бир кәспий мәслиһәтчиниң «фирансийә, һафтәрни шунчилик узун вақиттин буйан қоллап келиватидуки, әмдиликтә кәйнигә қандақ даҗишни биләлмәйватиду. хаталиқлирини тонуп йетишниң орниға барлиқ мәсилиләрниң җавабкари сүпитидә түркийәни әйибләш техиму асанға тохтаватиду» дегән қарашлириғиму ишарәт қилип өтүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر