хитай бир қисим америка әмәлдарлириға виза чәклимиси қойидиғанлиқини җакарлиди

америка хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидә мәсулийити болған хитай әмәлдарлириға виза чәклимиси йолға қойғандин кейин, хитайму америка әмәлдарлириға виза чәклимиси йолға қойидиғанлиқини җакарлиди.

1445659
хитай бир қисим америка әмәлдарлириға виза чәклимиси қойидиғанлиқини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи американиң хоңкоң алаһидә мәмурий райониға мунасивәтлик мәсилилиригә «начар көз қарашта болған» америка әмәлдарлириға виза чәклимиси қойидиғанлиқини елан қилди.

министирлиқниң байанатчиси җав лиҗйән пайтәхт бейҗиңда өткүзүлгән қәрәллик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, американиң «хоңкоңниң аптономийәлик қурулмисиға зийан йәткүзгән вә кишилик һоқуқини дәпсәндә қилған» хитай коммунистик партийәсиниң әмәлдарлири вә уларниң аилә-тавабиатлириға виза чәклиимиси йолға қойғанлиқи үстидә тохталди.

җав: «хоңкоң бихәтәрлик қануни мәсилиси хитайниң ички ишидур, һәр қандақ чәт әлликниң арилишиш һоқуқи йоқ» деди һәмдә хитайниң  дөләт игилик һоқуқи, бихәтәрлик вә тәрәққийат мәнпәәтлири билән «бир дөләттә икки хил түзүм сийасити» ни қәтий қоғдайдиғанлиқини ейтти.

байанатчи җав вашингтон һөкүмитиниң «сахта ембарго» арқилиқ хитайниң хоңкоң дөләт бихәтәрлик қанунини тосушқа урунушиниң мувәппәқийәтлик болмайдиғанлиқини илгири сүрүп: «хитай һөкүмити американиң натоғра һәрикәтлири тоғрисида хоңкоңға мунасивәтлик мәсилиләргә ‹начар көз қарашта болған› америка мәсуллириға виза чәклимиси қойушни қарар қилди» деди.

америка ташқи ишлар министири майк помпейо 26 - ийунда хоңкоңниң аптономийәлик қурулмисиға бузғунчилиқ қилған вә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән четишлиқи болған хитай коммунистик партийәси әмәлдарлири вә уларниң аилә-тавабиатлириға виза чәклимисини йолға қойғанлиқлирини елан қилип: «бүгүн мән 1984 - йилдики хитай - әнглийә ортақ хитабнамисидә капаләткә игә қилинған хоңкоңниң йуқири дәриҗилик аптономийәсигә зийанкәшлик қилған йаки кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидә җавабкарлиқи бар, дәп қаралған мәвҗут шундақла сабиқ ч к п әмәлдарлириға виза чәклимиси қойғанлиқимизни җакарлаймән. бу чәклимә мәзкур әмәлдарларниң аилә-тавабиатлириниму өз ичигә алиду. хитай чоқум хитай - әнглийә ортақ хитабнамисида бәлгиләнгән вәдилиригә әмәл қилиши лазим» дегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر