йәмән армийәси әлһазм шәһирини муһасиригә алғанлиқини уқтурди

йәмән армийәси, дөләтниң шималидики җәвф вилайитиниң әлһазм шәһирини муһасиригә елип, бәзи истратегийәлик районларни қолға киргүзгәнликини уқтурди.

1443787
йәмән армийәси әлһазм шәһирини муһасиригә алғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән армийәсиниң «September Net» намлиқ тор бетидики бир хәвәргә қариғанда, 6 – һәрбий район қомандани биригада генерали әмин әлваили, һәрбий қисимларниң, иранниң қоллиши астидики һусийларниң контроллуқидики әлһазм шәһирини муһасиригә алғанлиқини уқтурған.

йеқиндин буйан җәвф вилайитиниң истратегийәлик әһмийәткә игә бәзи һәрбий орунлириниң контроллуқини қоллириға алғанлиқлирини билдүргән ваили, йүз бәргән тоқунушлар нәтиҗсиидә онларчә һусий милитаристлириниң өлгән йаки йариланғанлиқини, уларниң һәрбий аптомобиллириниң йоқитип ташланғанлиқини тилға елип өткән.

һусийлар болса, һазирғичә бу темида һечқандақ байанат елан қилмиди.


خەتكۈچ: #йәмән

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر