авам палатаси сақчиларниң зораванлиқи чәклинидиған лайиһәни тәстиқлиди

америка авам палатаси қара тәнлик җорҗ флойд (George Floyd) ниң сақчиларниң зораванлиқи сәвәбидин җенидин айрилиши билән күнтәртипкә кәлгән вә хәвпсизлик күчлириниң мувазинәтсиз күч ишлитишини чәкләйдиған қанун лайиһәсини тәстиқлиди.

1443978
авам палатаси сақчиларниң зораванлиқи чәклинидиған лайиһәни тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка авам палатасидики демократлар тәрипидин сунулған «җорҗ флойд үчүн вә сақчи қануни» намлиқ лайиһә, 181 гә қарши 236 авазниң қоллиши билән мақуллуқтин өтти.

авам палатасидики җумһурийәтчиләр қарши чиққан лайиһәни, үч җумһурийәтчи әзаниң қоллиши диққәт тартти. 

лайиһәдә, дөләт миқйасидики сақчи идарилирини қайтидин тәртипкә селиш, һәр түрлүк зораван тәдбирләрни чәкләш, туйуқсиз өй тәкшүрүшлирини ахирлаштуруш вә һоқуқидин қалаймиқан пайдиланған сақчиларни ениқлаш тәклип қилиниду.

авам палатасиниң башлиқи нәнси пелуси ханим ахбарат елан қилиш йиғинида, лайиһәниң начар хаһиштики сақчиларни җазалаш арқилиқ сақчи мәдәнийитини зораванлиқтин вә системилиқ ирқий айримичилиқтин тазилашни мәқсәт қилғанлиқлирини билдүрди.

у: «барлиқ сақчиларни охшаш демәймиз, әмма бу лайиһә арқилиқ охшаш дәп қараш керәк болған сақчилар үчүн зөрүр қәдәмләрни ташлаймиз» деди.

кеңәш палатасида авазға қойулуши керәк болған лайиһәниң, җумһурийәтчиләр көп санлиқта болғанлиқи үчүн мақуллуқтин өтүши қийин. әмма, кеңәш палатасиниң җумһурийәтчи әзалириниң өзлири тәййарлиған лайиһәни авазға қойуши күтүлмәктә.

җумһурийәтчиләр тәййарлиған лайиһәдә, сақчи идарилиридә ирқий айримичилиқ вә зораванлиқларни түгитишниң мәқсәт қилинидиғанлиқи, әмма сақчиларниң өзиниң бихәтәрликигә тәһдит селинған әһвалда зөрүр тәдбирләрни елиш керәклики тәкитлиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر