африқада вирус сәвәбидин җенидин айрилғанлар көпийишкә башлиди

дунйа миқйасида вухән вируси(Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 492 миң 395 тин, йуқумланғанлар сани 9 милйон 739 миң 552 дин вә саламәтлики йахшиланғанлар сани 5 милйон 272 миңдин ашти.

1443691
африқада вирус сәвәбидин җенидин айрилғанлар көпийишкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: африқа қитәсидә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 9 миң 103 гә чиқти.

мисирда вухән вируси сәвәбидин 2 миң 553 киши җенидин айрилди. мисир бу җәһәттә африқа қитәсидә биринчи орунда турди.

нигерийәдә йеқинқи 24 саәттә йәттә кишиниң вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилиши билән, җәмий җенидин айрилғанлар сани 549 ға, йуқумланғанлар сани 22 миң 614 кә чиқти.

җәнубий африқада 2 миң 292 киши, алҗирийәдә 878 киши вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилди. йуқумланғанлар сани җәһәттә җәнубий африқа 118 миң 375 сан билән биринчи орунда турди. мисирда 61 миң 130 киши йуқумланди.

африқа қитәсидә вухән вируси билән йуқумлинип саламәтлики йахшиланғанларниң сани 168 миңдин ашти. еритрейә, уганда, намбийә вә лесото вә сейшел қатарлиқ дөләтләрдә вухән вирусиға мунасивәтлик өлүмләрниң йүз бәрмигәнлики билдүрүлди.

вухән вируси сәвәбидин 4 миң 634 киши җенидин айрилған хитайда, шаңхәйдә икки, бейҗиңда 11 болуп, җәмий 13 кишидә вирус байқалди. вухән вирусиға мунасивәтлик йеңи өлүм вәқәси билдүрүлмиди. җәмий йуқумланғанлар сани 83 миң 462 гә чиқти.

вухән вируси оттуриға чиққандин буйан һазирғичә 282 киши җенидин айрилған җәнубий корейәдә, йеқинқи 24 саәттә 39 киши йуқумланди, өлүм вәқәси көрүлмиди. бу дөләттә җәмий йуқум сани 12 миң 602 гә чиқти.

һиндистанда йеқинқи 24 саәттә 407 кишиниң вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилиши билән, җәмий сан 15 миң 308 гә чиқти. 17 миң 296 кишиниң йеңидин йуқумлиниши билән, җәмий йуқумланғанлар сани 491 миң 170 кә чиқти.

әрәб бирләшмә хәлипилики вухән вирусиға қарши турушта һәмкарлиқ орнитиш рамкисида, исираилийәгә 100 миң данә дийагноз үскүниси әвәтти.

русийәдә йеқинқи бир күндә 176 киши вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилди вә җәмий җенидин айрилғанлар сани 8 миң 781 гә, 6 миң 800 кишиниң йеңидин йуқумлиниши билән, җәмий йуқумланғанлар сани 620 миң 794 кә чиқти.  күнлүк йуқум сани йеқинқи икки айда тунҗи қетим 7 миңниң астиға чүшти.

йавро-асийа дөләтлиридиму вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләр көпәймәктә.

қирғизистанда вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләр саниниң көпийиши сәвәбидин, бу һәптә ахири такси вә аммиви қатнаш тохтитилиду.

қирғизистан баш министири қубатбек боронов бишкәк билән ош шәһәрлиридә вә чуй районлирида йуқум әһвалиниң барғансери начарлишиватқанлиқини, әмма һазирчә җиддий һаләтни қайта йүргүзүшкә керәк йоқлуқини билдүрди.

иранда 10 миң 239 киши вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилди, 217 миң 724 киши йуқумланди.

бәзи дөләтләрдики вухән вирусиға мунасивәтлик өлүм санлири төвәндикичә:

пакистан 3 миң 962, һиндонезийә 2 миң 620, баңладиш 1 миң 621, сәуди әрәбистан 1 миң 428 вә қатар 106.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر