б д т кишилик һоқуқ кеңиши сақчи зораванлиқини әйиблиди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңиши американиң миннесота иштатида җорҗ флойидниң өлүп кетишини кәлтүрүп чиқарған теги африқалиқларға қаритилған «системилиқ ирқчилиқ вә ирқий айримчилиқ» қаттиқ әйибләнгән қанун лайиһәсини мақуллиди.

1439757
б д т кишилик һоқуқ кеңиши сақчи зораванлиқини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: 47 әза дөләттин тәшкил тапқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң шиветсарийәниң җәнвә шәһиридә ахирлашқан 43 – нөвәтлик йиғинида мақулланған қарари арқилиқ, б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелетқа, америка һөкүмитиниң «ирқчилиққа қарши тинч өткүзүлүватқан намайишлар» ға мудахилә қилишини тәкшүрүш һоқуқи берилди.

буниңға асасланғанда, бачелет тәкшүрүшини тамамлиғандин кейин, доклат тәййарлап, 2021 – йили ийунғичә кеңәшкә сунидикән. шуниң билән бир вақитта, африқалиқлар вә теги африқалиқларға қаритилған «сақчи вәһшийлики» һәққидә қәрәллик һалда кеңәшкә мәлумат беридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر