бағдадтики америка базисиға башқурулидиған бомба һуҗуми қилинди

ирақниң пайтәхти бағдадниң шималида америка әскәрлири җайлашқан таҗи һәрбий базисиға башқурулидиған бомба һуҗуми қилинди.

1435513
бағдадтики америка базисиға башқурулидиған бомба һуҗуми қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ һөкүмитигә қарашлиқ бихәтәрлик ахбарат тори тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, пайтәхт бағдадниң шималида америка әскәрлири җайлашқан таҗи һәрбий базисиға икки башқурулидиған бомба етилғанлиқи билдүрүлди.

ирақта иттипақдаш қисимлар турушлуқ таҗи базисиға қилинған ракитамейот һуҗумида адәм өлүш вәқәси көрүлмиди..

байанатта америка вә ирақ бихәтәрлик қисимлириниң һуҗумға алақидар тәкшүрүш башлиғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر