хоңкоңда өткән йили  йүз бәргән намайишларда  тәйвән билән американиң қоли барлиқи илгири сүрүлди

хоңкоңниң бир йуқири дәриҗилик әмәлдари өткән бир йил  бойунчә хоңкоңда давамлашқан һөкүмәткә қарши кәң - көләмлик намайишқа тәйвән вә американи арилашти дәп әйиблиди.

1433798
хоңкоңда өткән йили  йүз бәргән намайишларда  тәйвән билән американиң қоли барлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: хоңкоң бихәтәрлик идариси баш катипи җон ли «җәнубий хитай әтигәнлик почтиси» гезитигә бәргән байанатида, тәйвән билән американиң райондики намайишларни һөкүмәткә қарши бир һәрикәткә айландурушта түрткилик рол ойниғанлиқини ейтти.

җон ли җинайәт гумандарлирини хитайға қайтуруш қанун лайиһәси һәққидиму тохтилип, «бу қанун лайиһәси болмиса, җинайәт делолирини һәл қилғили болмайду. бу мәсилигә җаваб берәләйдиған йүксәк әқиллиқ бирсигә еһтийаҗимиз бар» деди.

хоңкоңда бултур ийул ейида башланған вә көпинчә йирикчилик әң йуқири сәвийәгә чиққан намайишларда, сақчилар билән намайишчилар оттурисида пат пат тоқунушлар йүз берип, нурғунлиған намайишчилар назарәткә елинған иди.

хоңкоңда өткән йили ийун ейидин 2020 - йили май ейиғичә болған арилиқта  9 миң әтрапида намайишчиниң назарәткә елинғанлиқи мәлум.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر