җорҗ флойдниң җәсити дәпнә қилинди

сақчиларниң зораванлиқида җенидин айрилған флойдниң җәсити хостондики«North Fountain of Praise»черкавида аилә йеқинлири билән өткүзүлгән мурасимда, аниси ларсенйа флойд(Larcenia Floyd)ниң қәбриси бар «меморийал гарденс қәбристанлиқи»ға дәпнә қилинди.

1432993
җорҗ флойдниң җәсити дәпнә қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: америкада сақчиларниң зораванлиқиға қарши наразилиқларниң символиға айланған флойд үчүн биринчи қетимлиқ мурасим пәйшәнбә (2020-йили 4-ийун) күни миннеполис шәһиридә, иккинчиси шәнбә (2020-йили 6-ийун) күни туғулған җайи шималий каролина иштатида, үчинчиси йурти хостонда өткүзүлгән иди. бу үч мурасимиға, миңларчә киши қатнашқан иди.

америка демократ партийәсиниң пирезидент намзати җо байдин мурасимға бир видео әвәтип, җорҗ флойдниң аилисигә сәвр тилиди.

җо байдин адаләт вә баравәрликни тәкитлигән видеода: «җорҗ флойд үчүн адаләт әмәлгә ашқанда, америкада һәқиқий ирқий адаләткә қарап йолға чиққан болимиз» деди.

хостон шәһәр башлиқи сйлвестер тарнер (Sylvester Turner) җорҗ флойдниң дәпнә мурасимида сөз қилди. у шәһәрдики сақчиларниң кишини тутуш җәрйанида бойунини сиқишқа вә боғушқа болмайдиған буйруқни имзалайдиғанлиқини уқтурди.

у йәнә, буниңдин кейин сақчиларниң оқ чиқириштин бурун агаһландурушни мәҗбурий қилидиған бир бәлгилиминиму йолға қойидиғанлиқлирини әскәртти.

46 йашлиқ җорҗ флойд 2020-йили 25-май миннеполиста сақчилар тәрипидин қоймичилиқ гумани билән тутулуш җәрйанида, бир сақчиниң узун вақитқичә тизи билән бойунини бесип туруши нәтиҗисидә җенидин айрилған иди. буниң билән, америкада қара тәнликләргә қарши сақчиларниң зораванлиқлири вә ирқий айримичилиқ муназирәлири қайта қозғалған иди.

вәқәләр башланған миннеполистин дөләт миқйасиға кеңәйгән вә тәхминән икки һәптидин буйан давамлишиватқан намайишларда, сақчи ислаһати тәләп қилинмақта.       



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر