австирийәдә җорҗ флойд вәқәсигә қарши намайиш өткүзүлди

австрийәниң пайтәхти вийеннада америка қошма иштатлирида қара тәнлик америкалиқ җорҗ флойдниң сақчилар тәрипидин өлтүрүлүшигә наразилиқ билдүрүлди.

1430066
австирийәдә җорҗ флойд вәқәсигә қарши намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: австрийә кишилик һоқуқ мәйданиға топланған 5 миңға йеқин адәм, «тиналмайватимән», «ирқчилиқ өлтүриду», «зараванлиқни рәт қилимиз, кәң қорсақлиқни қоллаймиз», «австрийәниң ирқчилиқ мәсилиси бар», «ирқчилиқ вә сақчиларниң зораванлиқиға қарши бирликтә күрәш қилайли» дегәндәк пилакатларни ачти.

намайишчилар шәһәрниң әң қайнақ кочилириға қатнаш васитилириниң киришигә тосқунлуқ қилип, карлс мәйданиғичә йүриди؛ мәйданда қилинған сөзләрдә, америка башта болуп йавропада күчийип кәткән ирқчилиққа наразилиқ билдүрүлди. сақчиларниң зорлуқ – зумбулуқлирини тилға елип өткән сөз қилғучилар, ғәрбтә аз санлиқларниң күндилик турмушиниң бир парчисиға айлинип қалған ирқчилиққа қарши техиму паал күрәш қилишқа чақириқ қилди.

американиң миннеаполис иштатида 25 майда йүз бәргән вәқәдә, әсли африқалиқ америка пуқраси җорҗ флойд назарәт астиға елиниш җәрйанидики «тиналмайватимән» дегән иңрашлириға қаримай, сақчиниң тизини бойниға қойуп бесишни давамлаштуруши нәтиҗисидә җенидин айрилғаниди

вәқә, шу күндин буйан америка қошма иштатлириниң барлиқ шәһәрлиридә пат – пат зораванлиқ вәқәлиригә сәһнә болған намайишларниң йүз беришигә сәвәб болмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر