меннесотада җорҗ флойд үчүн дәпнә мурасими өткүзүлди

миннеаполистаму сақчиларниң зорлуқ – зумбулуқи нәтиҗисидә җенидин айрилған җорҗ флойдниң дәпнә мурасими өткүзүлди.

1430078
меннесотада җорҗ флойд үчүн дәпнә мурасими өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: вашингтон шәһәрлик һөкүмәтниң башлиқи бовсер, қара тәнлик америка пуқраси җорҗ флойдни сақчиларниң зораванлиқ билән өлтүрүлүшидин кейин башланған намайишлар сәвәбидин шәһәр әтрапиға орунлаштурулған әскәрләрниң чекиндүрүлүши керәкликини билдүрди.

вашингтон шәһәрлик һөкүмәтниң башлиқи бовсер җамаәт хәвпсизлики әмәлдари билән өткүзгән бирләшмә мухбирларни күтүвелиш йиғинида, йеқинқи икки күндин буйан «қалаймиқанчилиқ пәйда қилмастин» давамлашқан җорҗ флойд намайишлири һәққидә мәлумат бәрди.

у, намайишлар җәрйанидики зараванлиқ вәқәлиригә мудахилә қилиш үчүн шәһәр әтрапиға орунлаштурулған әскәрләр тоғрисида тохтилип, »вашингтонға башқа иштатлардин кәлгән әскәләрниң шәһәрдин кетишини тәләп қилимиз» деди.

пирезидент доналд трампниң вашингтонға еғирлиқ типлиқ қораллар билән қоралланған әскәрләр вә хәвпсизлик күчлирини орунлаштурушидин кейин, шәһәрдики намайишларниң тимператораси төвәнләп «тинч» усулда елип берилғаниди.

бу җәрйанда, җорҗ флойдниң өлүмигә сәвәб болған назарәт астидики 4 сақчиниң 3и үчүн 750 миң доллар капаләт пули бекитилди.

флойдниң өлтүрүлүшигә йардәм қилиш билән әйиблинип назарәт астиға елинған тоу тау, томас лейн вә александер куең түнүгүн һеннепин районлуқ сот мәһкимисидә сотланди.

содийә паул скогин, гумандарларға 750 миң доллар капаләт пули бекитип, иккинчи қетимлиқ сотниң 29 – ийунда ечилишиға қарар қилди.

тоу тау, томас лейн вә александер куең қатарлиқлар, назарәткә елиш әснасида флойдниң бойниға тезини қойуп бесиш арқилиқ җенидин айрилишиға сәвәб болған дерек чаувин билән мунасивәтлик вәқә йүз берип 24 саәт өтмәстинла хизмәттин бошитилғаниди.

чаувинму өткән һәптә һеннепин районлуқ тәптиш мәһкимиси тәрипидин 3 – дәриҗилик җинайәт садир қилиш билән әйиблинип назарәт астиға елинғаниди. бирақ, делониң миннесота валийлиқ мәһкимиси тәрипидин тәйинләнгән иштат баш мупәттиши кеит еллисонға өткүзүп берилишидин кейин, дерекқа қаритилған әйибләшниң дәриҗиси еғирлаштурулуп, 2 – дәриҗилик җинайәт садир қилиш билән әйибләп сотлашқа қарар қилинғаниди. һөкүмнамә елан қилинған тәқдирдә, чаувинниң кәм дегәндә 40 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиниши тәхмин қилинмақта.

американиң миннеаполис иштатида 25 майда йүз бәргән вәқәдә, әсли африқалиқ америка пуқраси җорҗ флойд назарәт астиға елиниш җәрйанидики «тиналмайватимән» дегән иңрашлириға қаримай, сақчиниң тизини бойниға қойуп бесишни давамлаштуруши нәтиҗисидә җенидин айрилғаниди.

вәқә, шу күндин буйан америка қошма иштатлириниң барлиқ шәһәрлиридә пат – пат зораванлиқ вәқәлиригә сәһнә болған намайишларниң йүз беришини кәлтүрүп чиқармақта.

йәнә бир тәрәптин, миннеаполистаму сақчиларниң зорлуқ – зумбулуқи нәтиҗисидә җенидин айрилған җорҗ флойдниң дәпнә мурасими өткүзүлди. миннеаполис шәһиридики норт сентрал университетида өткүзүлгән мурасимға флойдниң аилә – тавабиатлири, достлири вә шәһәр аһалиси билән бирликтә, диний вә сийасий лидерларму иштирак қилди.

америка таратқулири нәқ мәйдандин тарқатқан мурасимдин илгири, җорҗ флойдниң тавути қойулған җиназа аптомобили мурасим өткүзүлгән бинаға йеқинлашқан әснада миннеаполис сақчи башлиқи медариа аррадондо билән комиссар йардәмчиси дейв оконндер тезланған һалда һөрмәт билдүрди. залдикиләр, флойд нәпәс алалмиған вақитни көздә тутуп, 8 минут 46 сикунт бойичә һөрмәт билдүрүп сүкүттә турди, флойдниң аилә – тавабиатлири вә бир қисим меһманлар көз йашлирини туталмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر