ливийә армийиси траблус айрудурумини һафтәрдин тартип елиш алдида туриду

ливийә армийиси дөләтниң шәрқидики қанунсиз қораллиқ күчләрниң рәһбири һафтәргә тәвә унсурлар тәрипидин ишғал қилинған тираблус айродромиға йеқин кәйх мәһәллисиниң контроллуқини алқиниға алди.

1426652
ливийә армийиси траблус айрудурумини һафтәрдин тартип елиш алдида туриду

түркийә авази радийоси хәвири: ливийә армийиси қисимлири дөләтниң шәрқидики қанунсиз қораллиқ күчләрниң рәһбири хәлифә һафтәргә тәвә қораллиқ унсурларниң ишғалийити астидики тираблус айродорумини қайтуруп елиш һәрикитини башлиди.

зәмбирәкчи қисим айродорум ичидики һафтәр әскәрлиригә тәвә үч қораллиқ аптомобилни пачақлап ташлиди.

бихәтәрлик мәнбәлири, ливийә армийәсиниң тираблус айродорумиға йеқин әл кәйх районини қораллиқ унсурлардин тазилиғанлиқини  вә һафтәр әскәрлири билән кәскин тоқунушни давамлаштуриватқанлиқини билдүрди.

ливийә армийиси йеқинқи мәзгилдин буйан һафтәргә тәвә қораллиқ унсурларға қарши нурғун һәрбий мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрмәктә.

һафтәр қармиқидики қораллиқ унсурлар 2019-йили 4-апрелда пайтәхтни қолға киргүзивелиш үчүн һуҗум қозғап, дөләтни тоқунушқа иттиргән иди.

бу мәзгилдә нурғун олтурақ районлар һуҗум нишани қилинған вә нурғун пуқралар өлтүрүлгән иди. хафтәр қораллиқлири 2019-йили 6-апрелда пайтәхттики айродорумини ишғал қиливалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر