америка кувәйткә «вәтәнпәрвәр» намлиқ башқурулидиған бомба системилири сетип беришни қарарлаштурди

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи кувәйткә бир милйард 425 милйон долларлиқ «вәтәнпәрвәр» намлиқ башқурулидиған бомба системилири сетип бериш қарарнамисини мақуллиди.

1425593
америка кувәйткә «вәтәнпәрвәр» намлиқ башқурулидиған бомба системилири сетип беришни қарарлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқи бихәтәрлик, һәмкарлиқ оргини, кувәйткә ташқи һәрбий сода даирисидә «вәтәнпәрвәр» намлиқ башқурулидиған бомба системилири сетип бериш қарарнамисиниң, 800 милйон, 425 милйон вә 200 милйон доллардин ибарәт 3 басқучлуқ пиландин тәшкил тапидиғанлиқини җакарлиди.

игилинишичә, бу қарарнаминиң күчкә игә болуши үчүн, америка дөләт мәҗлисиниң бу қарарнамигә 30 күн ичидә етираз билдүрмәслики шәрт икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر