хуавейниң хоҗайини қайтидин сотқа тартилди

хитай телеграф магнати хуавейниң хоҗайининиң қизи вә ширкәтниң пул-муамилә ишлири директори мең вәнҗу канадада қайтидин сотқа тартилди.

1424903
хуавейниң хоҗайини қайтидин сотқа тартилди

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн (2020-йили 27-май) канаданиң ванковер шәһиридә ечилған сотта, мең вәнҗуниң америкаға қайтуруп берилиш делосиниң давамлаштурулуши тәриқисидә қарар чиқирилди.

содийә һезер һолмес, мең вәнҗу садир қилғанлиқи илгири сүрүлгән җинайәтниң алдамчилиқ икәнликини, канадада америка вә иранға охшаш иқтисадий җазаниң йоқлуқини, бирақ, бу әһвалниң, канадада охшаш җинайәт садир қилғанларниң сотлинишиға тосалғу болалмайдиғанлиқини қәйт қилди.

хуавейниң хоҗайини рен җеңфейниң қизи вә ширкәтниң малийә ишлири директори мең вәнҗу, 2018-йили 1 – декабир күни американиң иранға қаратқан ембарголириға хилаплиқ қилиш җинайити билән әйиблинип, канаданиң ванковер шәһиридә қолға елинғаниди.

 уда 3 күн давамлашқан кеплиллик соттин кейин, америка қошма иштатлириниң рәсмий қайтуруп бериш тәлипи күтүлүватқанда, мең вәнҗуниң 10 милйон канада доллири кепиллик бәдилигә шәртлик қойуп берилиши тоғрулуқ һөкүм чиқирилғаниди.

буниңға асасән, хитай ташқи ишлар министирлиқи, мең вәнҗуни қолға алған канадани, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш билән әйиблигән вә  мең вәнҗуниң дәрһал қойуп берилишини тәләп қилғаниди.

мең вәнҗо қолға елинғандин кейин, хитай канадалиқ сабиқ дипломат майкел ковриг билән карханичи майкел спаворни, хитайниң бихәтәрликини хәвпкә дучар қилидиған паалийәтләрни елип бериш  билән әйибләп тутқун қилған, 2016 – йили 16 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. йәнә бир канада пуқраси роберт счелленбергниму қайтидин сотлап, өлүм җазасиға һөкүм қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر