шәрқ дөләтлиридики йуқумға мунасивәтлик мәлуматлар

дунйада вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 334 миң 997 дин, йуқумланғанлар сани 5 милйон 214 миңдин вә саламәтлики йахшиланғанларниң сани 2 милйон 94 миңдин ашти.

1421837
шәрқ дөләтлиридики йуқумға мунасивәтлик мәлуматлар

түркийә авази радийоси хәвири: вухән вируси сәвәбидин 4 миң 634 киши җенидин айрилған хитайда, йеқинқи 24 саәттә төт кишидә вухән вируси байқалди. буниң билән, бу дөләттә йуқумланғанлар сани 82 миң 971 болди.

җәнубий корейәдә бир күндә 20 кишидә вухән вируси байқалди вә омумий йуқумланғанлар сани 11 миң 142 гә чиқти.

җәнубий африқа җумһурийитидә вухән вируси билән йуқумланған икки күнлүк бовақ бу дунйа билән видалашти. бовақниң өлүми, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилған әң кичик йаштики өлүм болуп қалди. бу дөләттә 339 киши вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилди, 18 миңдин артуқ киши йуқумланди.

суданда вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 10 киши ешип 121 гә чиқти.3 миң 138 киши йуқумланди.

йәмәндә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 33 кә, йуқумланғанлар сани 197 гә чиқти.

йәмән һөкүмити вабаға дийагноз қойуш вә сәһийә хадимлирини қоллаш үчүн хәлқаралиқ мутәхәссисләрни әвәтишни чақириқ қилди.

африқа қитәсидә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 3 миң 31 гә, йуқумланғанлар сани 96 миң 829 ға чиқти.

шәрқ дөләтлиридики вухән вирусиға мунасивәтлик өлүм санлири төвәндикичә:

иран 7 миң 300, хитай 4 миң 634, һиндистан 3 миң 585, русийә 3 миң 99, һиндонезийә 1 миң 278, пакистан 1 миң 67, баңладиш 408, сәуди әрәбистан 351, әрәб бирләшмә хәлипилики 237, сингапор 23 вә қатар 17.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر