нийу йорк түрмилири вухән вирусиниң әң еғир тәсиригә учриған

дунйада вухән вируси(Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар 330 миң 250 дин, йуқумланғанлар 5 милйон 1112 миңдин вә саламәтлики йахшиланғанларниң сани 2 милйон 38 миң 700 дин ашти.

1421088
нийу йорк түрмилири вухән вирусиниң әң еғир тәсиригә учриған

түркийә авази радийоси хәвири: вабаниң мәркизигә айланған америкада, вухән вируси сәвәбидин 93 миң 858 киши җенидин айрилди, 1 милйон 576 миң киши йуқумланди.

нийу йорк валийси андҗиру куамо (Andrew Cuomo) вухән вируси сәвәбидин әмәлдин қалдурулған диний ибадәтләрниң, иҗтимаий мусапиға диққәт қилиш вә маска тақаш шәрти билән, әң көп болғанда 10 кишиниң бирликтә башланса болидиғанлиқини билдүрди.

америка түрмилири ичидә нийу йорктики түрмиләр вухән вирусиниң әң еғир тәсиригә учриди.

«нийу йорк таймес гезити» ниң хәвиридә билдүрүлүшичә, нийу йорк шәһиридә вәзипә өтәйдиған 9 миң 680 түрмә хадимлиридин 1 миң 259 ида вухән вируси байқалған болуп, икки сәһийә хадимини өз ичигә алған 13 түрмә хадими җенидин айрилған.

америкадики бәзи иштат һөкүмәтлири вухән вирусиға қарши асассиз хәвәрләр билән күрәш қилиш үчүн мәхсус интернет тор бәтлирини қурған.

вабаниң йавропадики мәркизигә айланған әнглийәдә, йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 363 киши ешип 35 миң 704 кә чиқти. йуқумланғанлар 2 миң 472 киши ешип 248 миң 293 кә чиқти.

айал падишаһ 2-елезабетниң туғулған күни мунасивити билән һәр йили елан қилинидиған «шәрәп тизимлики» гә, вабаға қарши турушта хизмәт көрсәткән «қәһриман» ларниң қошулидиғанлиқи қәйт қилинди.

италийә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани йеқинқи 24 саәттә 161 киши ешип 32 миң 330 ға чиқти. йуқумланғанлар сани 2 миң 377 киши азийип 62 миң 752 гә төвәнлиди.

фирансийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани йеқинқи 24 саәттә 110 киши ешип 28 миң 132 гә чиқти, йуқумланғанлар сани 418 киши ешип 216 миң 944 кә чиқти. реннес шәһириниң бәзи районлирида кишиләрниң бир йәргә топлиниши вә һарақ ичиши сәвәбидин шу йәр вақти 16:00 дин 07:00 гичә болған арилиқта һарақ ичиш чәкләнди. бу бәлгилимигә бойсунмиғанларға 135 йавро җәриманә қойулидиғанлиқи әскәртилди.

испанийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 95 киши ешип 27 миң 888 гә чиқти. йуқумланғанлар 232 миң 555 кә чиқти.

барселона шәһиридә пийадә миңиш вә чениқиш үчүн ечилған җайларға сәл болуп аққан хәлқ, вухән вирусиға қарши туруш мәқситидә йолға қойулған тәдбирләргә хилаплиқ қилди.

испанийә парламенти вухән вируси сәвәбидин 2020-йили 14-марттин буйан йолға қойулған вә 24-майда вақти тошидиған җиддий һаләт йәнә икки һәптә узартилди.

биразилийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 18 миң 860 қа чиқти. 291 миң 579 киши йуқумланди.

вухән вируси сәвәбидин 8 миң 270 киши җенидин айрилған германийәдә, бәзи җамәләрдә бәлгиләнгән қаидәләр даирисидә бу йил (2020) ниң тунҗи тәравиһ намизи оқулди.

германийәдә 2020-йили 9-майдин башлап җамәләрдә тәдбирләргә асасән бамдат, пешин вә әсир намазлириниң оқулушиға рухсәт қилинған иди.

канадада вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 6 миң 136 гә, йуқумланғанлар 80 миң 142 гә вә саламәтлики йахшиланғанлар сани 40 миң 776 гә чиқти.

бәзи дөләтләрдики вухән вирусиға мунасивәтлик өлүмләр сани төвәндикичә:

белгийә 9 миң 150, мексика 6 миң 90, голландийә 5 миң 748, шиветсийә 3 миң 831, перу 3 миң 24, еквадор 2 миң 888, шивейтсарийә 1892, ериландийә 1 миң 571, португалийә 1 миң 263, коломбийә 630, аргентина 403 вә чили 544.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر