йәмән саһиллирида әнглийә парахоти һуҗумға учриди

әнглийә деңиз-окйан сода тәшкилати әнглийәниң бир парахотиниң йәмән саһиллирида деңиз қарақчилириниң һуҗумиға учриғанлиқини билдүрди.

1419329
йәмән саһиллирида әнглийә парахоти һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: тәшкилатниң интернет тор беридә бу һәқтә елан қилинған байанатта әскәртилишичә, парахот «әдән қолтуқи» да деңиз қарақчилириниң һуҗумиға учриған. һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.

йәмән таратқулириниң хәвәр қилишичә, деңиз қарақчилириниң һуҗумиға учриған парахот әнглийәниң Stolt ширкитигә аит икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر