америка: иранға йүргүзүлүватқан қорал ембаргосиниң муддитини узартишниң йоллири бар

америка, хәвпсизлик кеңиши өктәбир ейида ахирлишидиған иранға қаритилған хәлқара қорал ембаргосиниң муддитини узартмиса , йадро келишимидики җаза механизминиң йолға қойилидиғанлиқини ейтип тәһдид салди.

1417121
америка: иранға йүргүзүлүватқан қорал ембаргосиниң муддитини узартишниң йоллири бар

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма штатлириниң иран алаһидә вәкили брайин хук, әгәр бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши өктәбир ейида ахирлишидиған иранға қаритилған хәлқара қорал ембаргосиниң муддитини узартмиса , йадро келишимидики җаза механизминиң йолға қойилидиғанлиқини ейтип тәһдид салди.

у «вал стрит журнал» гезитигә йазған мақалисидә, б д т хәвпсизлик кеңишиниң 13 йилдин буйан иранға йүргүзүп келиватқан қорал ембаргосиниң 2015 – йили имзаланған йадро келишиминиң мәзмуниға асасән өктәбир ейида муддитиниң ахирлишидиғанлиқини әскәртип, ембаргониң бикар қилинишиниң, америка тәрәптин «дунйаниң алдинқи қатардики террорлуқ дөлити» болуш билән әйиблиниватқан иранға уруш айропилани , уруш парахоти , су асти парахоти вә муһим башқурулидиған бомбиларни импорт - експорт қилиш пурсити йаритип беридиғанлиқини илгири сүрди.

у мақалисидә, «америка дипломатийә арқилиқ бесим ишлитип, қорал ембаргосиниң муддитини узартиш үчүн қоллиғучи издәйду. биз бир лайиһә тәййарлидуқ, уни б д т хәвпсизлик кеңишиниң қобул қилишини үмид қилимиз. русийә вә хитай <қоллап беләт ташлаш> арқилиқ иранға мәзһәп урушлири үчүн қорал сетип беришниң орниға оттура шәрқниң муқимлиқидин техиму көп пайда алалайду. американиң дипломатийәси бир рәт авази арқилиқ тосқунлуққа учриса, қорал ембаргосини башқа йоллар билән йеңилаш һоқуқини сақлап қалиду» дегән ибариләргә орун бәрди.

у, б д т хәвпсизлик кеңишиниң йадро келишимини йақлайдиған 2231- номурлуқ һөҗҗитиниң иранға қаритилған бир қатар б д т җазалирини әмәлдин қалдуридиғанлиқини, бирақ, униң ембарголарни қайтидин йолға қойушқа рухсәт қилидиған қануний механизмлар (чекиниш) ниму пәйда қилғанлиқини хатириләткәндин кейин, иран келишимгә 10 йил ичидә хилаплиқ қилған тәқдирдә, ембарголарни қайтидин йолға қойушқа болидиғанлиқиниң келишимдә әскәртилгәнликини, шуниң үчүн бу һәқтә б д т хәвпсизлик кеңишиниң қарариға еһтийаҗ йоқлуқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر