америка түркийәниң теббий буйум йардими үчүн рәһмәт ейтти

америка федератсийә җиддий әһвалларни башқуруш оргини рәиси пете гайнор , түркийәниң вухән вируси (ковид – 19)ға тақабил туруш хизмәтлиригә йардәмчи болуш мәқситидә йоллиған теббий йардәм буйумлири үчүн рәһмәт ейтти.

1417055
америка түркийәниң теббий буйум йардими үчүн рәһмәт ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: гайнор өзиниң иҗтимаий алақә торидики адреси арқилиқ учур тарқитип, «түркийәниң 500  данә йүзни вирустин мудапиә қилиш фарони, 1500 данә қоғдиниш көзәйники , 497 миң 900 данә маска вә 69 миң 330 қоғдиниш кийими үчүн миннәтдармиз. бу материйаллар, федератсийә җиддий әһвалларни башқуруш оргининиң (вашингтон DC , делавар , мариланд , пенсилванийә , виргинийә вә ғәрбий виргинийәни өз ичигә алған) үчинчи райониға тарқитилиду» дәп йазди.

түркийәниң вашингтондики баш әлчиханиси гайнорниң учурини ортақлашқандин кейин, федератсийә җиддий әһвалларни башқуруш оргининиң рәсмий тивиттер адресида түрк тилида йезилған «көп рәһмәт ейтимиз!» дегән учур ортақлишилди.

йардәм буйумлириниң тарқитилиш әһвалиға алақидар фото – сүрәтләрниму учуриға илавә қилған мәзкур орган, материйалларниң сақлиқни сақлаш хадимлириға берилгәнликини әскәртти.

түркийә , 29- апрел вә 2- майда икки һәрбий йүк айропилани билән америка қошма иштатлириға давалаш буйумлири йардими йәткүзүп бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر