судан сәһийә министириниң вәзипидин елип ташлиниши киризис пәйда қилди

судан игилик һоқуқ кеңиши, сәһийә министири әкрәм уттумниң вәзипидин ташланғанлиқини елан қилди.

1417136
судан сәһийә министириниң вәзипидин елип ташлиниши киризис пәйда қилди

түркийә авази радийоси хәвири: судан игилик һоқуқ кеңиши байанат елан қилип, кеңәш башлиқи генерал абдулфәттаһ әл бурһан, баш министир абдулла һәмдук, бир қисим кеңәш вә һөкүмәт әзалириниң, сәһийә министири әкрәм уттумни вәзипидин елип ташлашни қарар қилғанлиқини уқтурди.

байанатта, вәзипидин елип ташлаш сәвәбигә алақидар учурларға орун берилмиди.

һөкүмәтниң байанатида болса, сәһийә министириниң вәзиписидин елип ташлиниши тоғрисида һечқандақ келишим һасил қилинмиғанлиқи, шундақла бирәр тәвсийә қарариниңму йоқлуқи әскәртилип,  игилик һоқуқ кеңишиниң қарари рәт қилинди.

һөкүмәт байанатчиси фәйсал муһәммәд салиһ байанат берип, кеңәш, һөкүмәт вә һөкүмәтниң қанити болған әркинлик вә өзгириш хитабнамиси күчлири бирләшмисиниң бир қисим әзалири иштирак қилған йиғинда, сәһийә министириниң вәзипидин елип ташлиниши пикрини оттуриға қойғанлиқини, бирақ өзлириниң йиғинниң бу мәсилә музакирә қилинидиған җай әмәсликини ейтип җаваб бәргәнликини ейтти.

у, «мән министирлар кеңиши вә баш министирға вәкалитән ейтимәнки, сәһийә министириниң вәзипидин елип ташлиниши тоғрисида һечқандақ бир тәрәп билән келишим түзүлмиди, тәвсийә қарариму чиқирилмиди» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.

әркинлик вә өзгириш хитабнамиси күчлири бирләшмисиниң байанатидиму министирниң вәзипидин елип ташлиниши тоғрисида һечқандақ тәлипиниң йоқлуқи көрситилди.


خەتكۈچ: #сәһийә , #судан

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر