ливийәдики һуҗумда нурғун пуқра өлди

ливийәниң шәрқидики қанунсиз қораллиқ күчләрниң рәһбәри хәлифә һәфтәргә қарашлиқ хәлқ әскәрлириниң пайтәхт траблусқа қилған ракетамийот һуҗумида бир аилидин 4 киши һайатидин айрилди.

1413796
ливийәдики һуҗумда нурғун пуқра өлди

түркийә авази радийоси хәвири: ливийә сәһийә министирлиқи ахбарат васитилири ишлири мәслиһәтчиси әмин әлһашиминиң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида билдүрүшичә, һәфтәргә қарашлиқ хәлқ әскәрлириниң пайтәхт траблусниң җәнубидики әйн зара райониға қилған ракетамийот һуҗумида, иптар дастихидики бир аилидин 4 киши қаза қилған.

ливийә армийәсиниң алдида йеқиндин буйан арқимуарқа қаттиқ мәғлубийәткә учраватқан һәфтәргә қарашлиқ хәлқ әскәрлириниң өткән һәптә пайтәхт траблустики пуқрави олтурақ районлириға қилған һуҗумлирида 15 пуқра җенидин айрилған, 30 дин артуқ пуқра йариланғаниди.

 5 – 7 май күнлири траблусқа қилинған һуҗумлардиму 14 пуқра һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر